Хитайда он миң киши наразилиқ намайиши өткүзди
2005.12.12
Хитайниң гваңҗу өлкисиниң чифу йеңи йезисида он миң киши намайиш өткүзүп, икки йолниң аммивий қатнашқа ичилишиға наразилиқ билдүрди.
Хәвәрләргә қариғанда, бу йезида нурғунлиған хоңкоңлиқлар яшайдиған болуп, намайишчиларниң 30 пирсәнти мәзкур йезидин өй ситип алған хоңкоңлуқлар икән.
Хитай сақчилири намайишчиларниң қатнашни тохтитишиниң алдини елиш үчүн қаттиқ тәдбир алған. Әмма намайишчиларниң наразилиқ һәрикитини тохтитишқа тиришмиған. Намайиш бир саәт давамлашқан болуп, намайишчилар бир саәттин кейин өзликидин, тинчлиқ билән тарқап кәткән.
Хәвәрләргә қариғанда, бу қетимқи намайиш чифу йезиси аһалисиниң,йеқинда һөкүмәтниң мәзкур йеза ичидин кесип өтидиған йолни аммивий қатнашқа ичиш қарариға қарши өткүзгән иккинчи қетимлиқ наразилиқ һәрикити һесаблинидикән. (Қанат)