Кишилик һоқуқ тәшкилати җав зияңни нәзәрбәнддин бошитишқа чақирди
-
2004-10-17 -
-
-
Хитай компартийисиниң нәзәрбәнд астидики сабиқ баш секретари җав зияң туғулғанлиқиниң 85 йиллиқи мунасивити билән мәркизи ню - йорктики хитай кишилик һоқуқ җәмийити баянат елан қилип, хитай һөкүмитини җав зияңға қаритилған нәзәрбәндни бикар қилишқа чақирди. Җав зияң 1989 - йили 5 - айниң 19 - күни тйән әнмин мәйданиға келип, мәйданда намайиш қиливатқан оқуғучиларни зиярәт қилған. Бу җав зияңниң аммиви сорунларға ахирқи қетим чиқиши болуп һесаблиниду. 10 - Айниң 17 - күни җав зияң туғулғанлиқиниң 85 йиллиқи.
Хитай кишилик һоқуқ җәмийитиниң билдүрүшичә, шу күнләрдә нурғунлиған кишиләр җав зияңниң бейҗиңдики қоруси алдиға йиғилип, һөкүмәт даирилиридин җавниң туғулған күнини тәбрикләшкә рухсәт қилишни тәләп қилған. Хитай кишилик һоқуқ җәмийити, хитайниң мәмликәт ичи вә сиртидики нурғун әрбаблар мәзкур җәмийәткә хәт йезип, хитай һөкүмитидин җав зияңға қаритилған нәзәрбәндни бикар қилишни тәләп қилғанлиқини билдүрди. Көзәткүчиләрниң билдүрүшичә, һазир җав зияңниң хитай сияси вәзийитигә тәсир көрситиш күчи болмисиму бирақ, бейҗиң һөкүмитидики бәзи кишиләрниң нәзиридә у йәнила муқимсизлиқ амили һесаблинидикән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Кишилик һоқуқ тәшкилати ширакни хитайға бесим ишлитишкә үндиди
- Хитай һөкүмити америкиниң доклатини инкар қилди
- Хитай һөкүмити кишилик һоқуқ үчүн паалийәт елип барған икки чәтәлликни қоюп бәрди
- Уйғур вә тибәт паалийәтчилири хитайни улимпик тәнһәрикәт йиғиниғичә кишилик һуқуқ хатирисини яхшилашқа чақирди
- Хитай сақчилири сотқа тартиливатқан бир аял мәһбусниң балисини мәҗбурий алдуривәткән