Б д т хитайдин намайишчиларни оққа тутуш вәқәсини чүшәндүрүшни тәләп қилди
2005.12.20
Бирләшкән дөләтләр тәшкилатидики қанунсиз оққа тутуш әһвалини тәкшүрүш ишлириға мәсул хадим филип алстон сәйшәнбә күни хитай һөкүмитигә хәт йезип, улардин сақчиларниң гуаңдуңдики намайишчи пуқраларни оққа тутуш вәқәси һәққидә техиму тәпсилий мәлумат беришни тәләп қилди.
Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, 6-декабир күни гуаңдуңниң шәнвей шәһири дуңҗу кәнтидә сақчилар намайишчиларни қораллиқ бастурғандин кейин, хитай һөкүмити бу вәқәдә 3 кишиниң өлгәнликини җакарлиди. Әмма дуңҗудики аһалиләрниң мәлум қилишичә, сақчилар аз дегәндә 20 нәччә кишини етип өлтүргән. Әгәр бу сан ениқланса, у һалда бу 1989 - йилидики тйәнәнмен вәқәсидин буянқи, хитай бихәтәрлик хадимлириниң хәлққә қаратқан чоң көләмлик қораллиқ һуҗуми һесаблиниду.
Б д т ниң бир нәпәр баянатчисиниң билдүрүшичә, филип алстон буниңдин бир һәптә бурунму хитай һөкүмитигә охшаш хәт йезип, бу вәқә һәққидә тәпсилий учур беришни тәләп қилған һәмдә бу һәқтики учурларни уларға хитайниң җәнвәдики депломатийә гуруппилири арқилиқ йәткүзүшни сориған. Лекин хитай һөкүмити бу тәләпләргә қарита сүкүттә болди.
Хитай һөкүмити бу вәқәни бир қисим зораван намайишчиларниң һөкүмәтни һақарәтлишигә чидимиған сақчиларниң аччиғида уларға қарита оқ чиқирип қойғанлиқи билән чүшәндүрди. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай һөкүмити дуңҗу йезисида йүз бәргән вәқәни тәшкиллигән дәп үч кишини қолға алди
- Хитай мәтбуати, сиақчилар тәрипидин өлтүрүлгәнләрниң исимлирини елан қилди
- Гуаңдоңда һөкүмәт билән пуқра оттурисида йүз бәргән қанлиқ тоқунуш
- Хитай зиялийлири намайишчиларға оқ чиқириш вәқәсини әйиблиди
- Хитайда он миң киши наразилиқ намайиши өткүзди