Кишилик һоқуқ тәшкилати: хитай мәктәплиридә өсмүрләрни әмгәккә елиш ишлири мәвҗут
2007.12.03
Баш шитаби нюйоркқа җайлашқан кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати, хитай һөкүмитиниң оттура- башланғуч мәктәпләрдә кирим қилиш үчүн балиларни әмгәккә салидиған қилмишларни дәрһал аяқлаштуруши керәкликини көрсәтти.
Мәзкур тәшкилатниң баянатиға қариғанда, хитайда өсмүрләр саәтләп ишлитилгән вә гаһида хәтәрлик ишларғиму мәҗбурланған болуп, бундақ қилмишлар оқуғучиларниң тәрбийилинишигә әкс тәсир көрсәткән.
Франсийә агентлиқиниң көрситишичә, кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати асия бөлүминиң директори софий ричардсон ханим, хитай һөкүмитиниң өсмүрләрни әмгәккә селиш қилмишлириға зәрбә беридиғанлиқини тәкитләп вә қануни бәлгилимиләрни түзүп көрсәткән болсиму, әмма өзи түзгән бәлгилимиләргә өзи хилаплиқ қилғанлиқини көрситип: "әмма хитай һөкүмитиниң маарип системиси өсмүр әмгәкчиләр арқилиқ әмәлгә ашуридиған программиларни йүргүзүш арқилиқ өзи бәлгилигән бәлгилимиләргә өзи хилаплиқ қилмақта" дегән.
Ричардсон ханимниң билдүрүшичә йәнә, бундақ әмгәкләрдә саламәтлик вә бихәтәрликкә капаләтлик қилидиған ишлар йоқ дейәрлик һәмдә өсмүр әмгәкчиләрни езиш ишлири садир болуп туридиған болуп, бу хитайниң әмгәк қануниға хилап икән.
Хәвәрдә көрситилишичә, хитай маарип министирлиқи намрат районларда йолға қойған "тиришчанлиқ билән ишләп ,иқтисадчанлиқ билән мәктәп башқуруш" сияситиниң сайисидә 400 миңдин артуқ 12 яштин 16 яшқичә болған оттура мәктәп оқуғучилири деһқанчилиқ вә пишшиқлап ишләш әмгәклиригә селинған болуп, 2004- йили пүтүн хитай буйичә, бу мәқсәттә 10 милярд йүәнлик иш һөддигә елинған.
Мәлум болушичә, хитайда оқуғучилар мәктәп әмгәк күчигә еһтияҗлиқ орунлар билән түзгән тохтам арқилиқ опчә тохтам буйичә адәм ишләткүчи орунларға өткүзүлүп берилидиған болуп, һәтта бәзи яз күнлири 14 саәтләп әмгәккә селинған.
Ричардсон ханимниң билдүрүшичә, хитайниң қануни вә хәлқаралиқ әмгәк қануниға асасән өсмүрләр әмгәккә селинмаслиқи керәк икән. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай "қанун тәшвиқат күни" һарписида намайишчиларниң наразилиқиға дуч кәлди
- Хәлқара мухбирлар тәшкилати олимпик комитетини хитай мәсилисидә әйиблиди
- Хитайниң әнхуй өлкисидә һәрбий академийә оқуғучилири исян көтәрди
- Хәлқара олимпик комитети әмәлдарлири хитай кишилик һоқуқ баянати һәққидә муназириләшмәктә
- Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати тибәт вә уйғур елигә қаритилған ахбарат чәклимисини тәнқид қилди
- Хитай бихәтәрлик тармақлири бейҗиң олимпик йиғинида намайиш елип барғанлар қаттиқ җазалинидиғанлиқини билдүрди
- Хитай " җуңгониң сиясий партийә түзүми" намлиқ ақ ташлиқ китабини елан қилди
- Тйәнәнмен намайишида түрмигә ташланған ли вейхуң қоюветилди
- Мухбирлар байрими күнидә чәтәл мухбирлириниң зиярәт қилиши чәкләнди
- Һөкүмәт вә сақчи даирилири турпанда йүз бәргән наразилиқ һәрикитини йошурмақта
- Турпанда уйғур тиҗарәтчиләр намайиш қилди