Исраилийә ливанға қуруқлуқтин һуҗум башлиди
-
2006-08-02 -
-
-
Исраилийә ливанниң җәнубиға қаратқан бомбардиман қилишни 48 саәт тохтатқандин кейин мөһләтниң тошқанлиқини елан қилди һәмдә ливанға қаратқан кәң көләмдә қуруқлуқтин һуҗум қилиш һәрбий һәрикитини башлиди.
Русийиниң "нәвсру" агентлиқиниң исраилийә мәнбәлиридин нәқил кәлтүрүшичә, он миң кишилик исраилийә қошуни ливанниң ичкири қисимлириғичә илгириләп киргән болуп, бир қисим исраилийә парашотчи әскәрлири ливанниң сүрийә билән чегрилинидиған җайидики балбек дегән йәргә җайлашқан һизбулла җәңчилири үчүн хизмәт қилиду дәп қаралған һәм иранниң мәблиғи билән ясалған " дар ал һәким" дохтурханиси әтрапида һизбулла қораллиқ күчлиригә қарши һәрбий һәрикәт уюштурған . Исраилийә тәрәп бу қетимқи һәрикәтниң нәтиҗилик болғанлиқини һәмдә икки нәпәр һизбулла җәңчисини әсиргә алғанлиқини елан қилған. Һәрбий һәрикәт җәрянида 11 дин 19 нәпәргичә тинч пуқра өлгән болсиму, әмма исраилийә армийиси тәрипидин өлүм йетим көрүлмигән.
Ливан хәвәр мәнбәлириниң көрситишичә, исраилийә армийиси мәзкур дохтурханидики һизбулла тәшкилатиниң 12 муһим рәһбиридин бири һесаблинидиған муһәммәд язбекни тутушқа урунған болсиму, бирақ у һуҗумдин бурун дохтурханидин кәткән болғачқа исраилийиликләр мувәппәқийәт қазиналмиған. Исраилийә айропиланлири бәзи нуқтиларға қаратқан бомбардиманлирини давамлаштурувәргән болуп, бир қисим көврүк һәм биналарни вәйран қиливәткән.
Һизбулла қаттиқ қаршилиқ көрсәтмәктә
Америка авази радиосиниң хәвәр қилишичә, исраилийә армийиси чаршәнбә күни балбек районида һизбулла җәңчилириниң қаттиқ қаршилиқиға дуч кәлгән болуп, икки тәрәп арисида кәскин җәңләр давамлашқан. Исраилийә тәрәп балбек районини һизбулла қошунлирини ливанниң җәнубидин қоғлап чиқириштики һәл қилғуч җәң қилиш нуқтиси дәп һесаблиған болуп, һизбулламу бу җайда исраилийә қошунлириға қаттиқ қаршилиқ көрсәткән.
Хәвәрләрдин қариғанда, 20 күнлүк уруш җәрянида 828 адәм өлгән вә 3200 адәм яриланған. Һизбулла тәрәп уруш җәрянида өзлиридин 49 адәм өлгәнликини билдүргән болсиму, әмма исраилийә тәрәп бу санни бир қанчә һәссә артуқ көрсәтмәктә.
Сәйшәнбә күни исраилийә айропиланлири иқлим ат туфах дәп аталған җайдики ливан армийисини бомбардиман қилған болуп, үч нәпәр ливан әскири өлгән. Исраилийә һава армийисиниң бомбардиманлири түпәйлидин вәйран қилинған шәһәрләр көпийишкә башлиған.
Һизбулла икки күнлүк җәңдә 39 исраилийә әскирини өлтүргәнликини елан қилған шуниңдәк 2-авғуст күни һизбулла исраилийә тәрәпкә 150 пай ракета атқан . Бәзи мәлуматларда етилған ракеталарниң 300 пайдин ашқанлиқи билдүрүлмәктә.
Ливанниң җәнубиға инсанпәрвәрлик ярдими көрситиш қийин болмақта
Хәвәрләргә қариғанда, ливанниң җәнубиға инсанпәрвәрлик ярдими көрситиш наһайити қийин болмақта, бу һәқтә бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң нәширият, учур ишлириға мәсул әмәлдари әхмәд файзи мәлумат бәргән болуп, униң ашкарилишичә, б д т ниң һәммә агентлиқлири ливан вә ғәззә районидики аһалиларға ярдәм көрситиш ишлириға киришкән болсиму, бирақ исраилийиниң ливанниң җәнубидики җайларни бомбардиман қилиши җәрянида нурғун көврүк вә йолларни бузувәткәнлики һәмдә исраилийә армийисиниң йол қоймаслиқи билән б д т инсанпәрвәрлик ярдәмлириниң ливан хәлқиғә йәткүзүлүши қийин әһвалға қалған. Сәйшәнбә күни исраилийә армийиси б д т ниң инсанпәрвәрлик ярдәм буюмлирини қачилиған машинилириниң ливан тәрәпкә өтүшигә рухсәт қилмиған болуп, бу қилмиш б д т органлириниң наразилиқини қозғиған.
Хәлқара җәмийәт уруш тохтитишни тәләп қилмақта
Рейтерс агентлиқиниң учуридин мәлум болушичә, исраилийә армийисиниң кәң көләмдә қуруқлуқтин һуҗум қозғишидин кейин, исраилийә баш министири ормут исраилийә армийисиниң б д т тинчлиқ сақлаш қошуни бу районға орунлашқичә һизбулла күчлиригә зәрбә беридиғанлиқини, пәқәт тинчлиқ сақлаш қисимлири бу йәргә орунлашқандила уруш тохтитидиғанлиқини ашкарилиған.
Франсийә һөкүмити инкас қайтуруп, франсийиниң б д т баш секритари кофи аннан пәйшәнбә күни уюштурмақчи болған ливанға тинчлиқ сақлаш қошунлирини әвәтишни тәшкилләш йиғиниға қатнашмайдиғанлиқини җакарлап, һазирчә тинчлиқ сақлаш қошунлирини әвәтишниң балдур икәнликини, бундақ қошунни әвәтиштин илгири һизбулла билән исраилийә алди билән уруш тохтиши лазимлиқини, униңдин кейин бу һәқтә сиясий қарар елип, мәңгүлүк тинчлиқ орнитиш зөрүрликини оттуриға қойған.
Америка бирләшмә агентлиқиниң учуридин қариғанда, иран диний рәһбири хамейни чаршәнбә күни нутуқ сөзләп, иранниң исраилийә армийисигә қарши күрәш қилишта ливан тәрәптә туридиғанлиқини җакарлиған.
Сәйшәнбә күни америка ташқи ишлар министири конда лиза райис бу һәптидә оттура шәрқтики урушни тохтитиш мумкинликини вә исраилийиниң ливанниң җәнубиға қаратқан һәрбий һәрикитини толуқ тохтитидиғанлиқини йәнә бир қетим билдүргән. У, бу һәптидә америкиниң ливан һәққидики йеңи қарариниң б д т бихәтәрлик кеңиши тәрипидин қарап чиқилидиғанлиқини әскәрткән. Америкиниң қаришичә, уруш тохтитиш һәққидә келишим һасил қилиш билән бир вақитта ливанға тинчлиқ сақлаш қисимлирини әвәтиш керәк икән. Ливан рәһбәрлири болса, исраилийиниң һуҗумлирини әйибләп, исраилийиниң уруш тохтатмиғичә, ливанниң бу мәсилини һәл қилиш үчүн уюштурулидиған һәр қандақ хәлқаралиқ паалийәткә қатнашмайдиғанлиқини шуниңдәк әгәр исраилийә кәң көләмдә ливанға қуруқлуқтин һуҗум қилип кирсә,ливан армийисиниңму бу урушқа қатнишидиғанлиқини билдүргән иди.
Нөвәттә, ливан-исраилийә тоқунуши техиму җиддийлишишкә қарап йүзләнгән болуп, бу һәптидә өткүзүлидиған б д т ниң йиғини һәмминиң диққитини җәлп қилмақта. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хәлқара җәмийәт оттура шәрқтә уруш тохтитишни тәләп қилмақта
- Сиясәтчиләр исраилийә билән һизбулла оттурисидики тоқунушниң арқисида иран бар дәп қаримақта
- Оттура шәрқтә йүз бериватқан тоқунушларниң тохтиши мумкинму?
- Дуня рәһбәрлири ливанда тинчлиқ бәрпа қилиш үчүн тиришмақта
- Һәсән нәсрулла исраилийигә қарши очуқ уруш елан қилди
- Оттура шәрқтә вәзийәт җиддийләшмәктә
- Хамасниң ғәлибиси оттура шәрқниң келәчики болған әндишиләрни күчәйтмәктә
- Сүрийә ливандики әскәрлирини мартниң ахирида илип чиқип кетишни пилан қилмақта
- Америка сүрийигә қаратқан бесимини йәниму бир қәдәм күчәйтти
- Ғәрб әллири, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң сүрийигә қаратқан қарарини қоллайдиғанлиқини билдүрмәктә