Һамилдарларни бала алдурушқа мәҗбурлиған әмәлдарларниң мәсулийити сүрүштүрүлидикән


2005.09.20

Хитай даирилири һамилдар аялларни бала алдурушқа мәҗбурлаш қилмишлири үстидин тәкшүрүш елип баридиғанлиқини җакарлап, бу мунасивәт билән сәндоңниң линйий шәһиридә бәзи әмәлдарларниң вәзиписидин елип ташланғанлиқини, бәзилириниң қолға елинғанлиқини билдүрди.

Хитай дөләтлик нопус вә пиланлиқ туғут комитети, сәйшәнбә күни сәндоңда линйи шәһиридики пиланлиқ туғут комитети хадимлириниң қанунсиз қилмишлирини әйибләйдиған әрз- шикайәтләр тапшурувалғанлиқини елан қилди.

Пиланлиқ туғут комитетиниң баянатчиси йү шйеҗүнниң әскәртишичә, дәсләпки тәкшүрүшкә қариғанда линйий шәһиридики пуқраларниң һоқуқи раст дәхли- тәрүзгә учриған. Әмма у, бу вәқәгә қанчилик әмәлдарниң четилидиғанлиқини тилға алмиди.

Хитай пиланлиқ туғут комитетиниң мудири җаң вейчин йеқинда туғутни контрол қилиш сияситиниң өзгәрмәйдиғанлиқини билдүргән иди.

Уйғурлар пиланлиқ туғут сияситиниң еғир бесимиға дуч кәлмәктә. Бу йил 2 - айда хотәнниң қарақаш наһийисидә йәрлик даириләр бир уйғур деһқан яшни аялиниң қорсиқидики балини еливетишкә мәҗбурланғанлиқтин йеза партийә ячийкисиниң секритари мәтсәлимхан, яш деһқан тәрипидин өлтүрүветилгән. Даириләр бу деһқан яш билән униң һәмрасини 4 - айда етивәтти. Илгири буниңға охшаш вәқәләр турпанда йүз бәргән иди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.