Тәйвән даирилири хитайниң бөлүнүшкә қарши қанун лаһийисини оттуриға қойғанлиқини қаттиқ әйиплиди


2004.12.20

Тәйвән һөкүмәт даирилири хитай һөкүмитиниң " бөлүнүшкә қарши қанун лайиһиси" ни йолға қоймақчи боливатқанлиқиға қаттиқ наразилиқ билдүрүп," хитайниң бу қилмиши тәйвәнгә һоҗум қилиш үчүн қануний асас селишқа урунғанлиқ " дәп көрсәтти.

Хитай хәлқ қурултийиниң даими комитити өткән җүмә күни бөлүнүшкә қарши йеңи бир қанун лайиһисини бикитип, уни хитай хәлқ қурултийиниң шәнбә күнидин башлап ечилидиған йиғининиң музакирә қилишиға сунушни қарар қилған иди.

Мәзкүр хәвәр тарқалғандин кийин, тәйвәндә зор ғулғула қозғиған. Тәйвәнниң муавин президенти лүшиюлийән" хитай чоң қуруқлиқиниң бундақ бир қанунни тиклиши, уларниң барлиқ вастилардин пайдилинип, тәйвәнни бесивелиш нийитиниң барлиқини дуняға җакарлиди" дәп көрсәтти. Һәмдә хитайниң һәр қандақ вастә қоллинипму, тәйвәнниң ишлириға қол тиқалмайдиғанлиқини әскәртти.

Тәйвәнниң хитай чоң қуруқлиқи ишлири комититиниң рәиси ву җавши болса, хитай һөкүмитиниң бөлүнүшкә қарши қанунни тиклимәкчи болғанлиқи, бир тәрәплимә һалда тәйвән боғизиниң вәзийитини өзгәртишкә урунғанлиқ, тәйвәнгә риқабәт елан қилғанлиқ" дәп билдүрди. У йәнә, хитайниң бу қилмишиниң асия-тинч окян раюниниң бихәтәрликигә зор хәвп елип келидиғанлиқини көрсәтти.

Тәйвәндики нурғун сиясийонлар болса, тәйвәнниң асасий қанунға тезрәк өзгәртиш киргүзүш, омомий хәлқ райини авазға қоюшни илгири сүрүш, шундақла хитайниң " бөлүнүшкә қарши қануни"ға тақабил туридиған қанун түзүп чиқишни тәшәббус қилмақта. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.