Шәрқ - ғәрб газ турубисиниң - 2 линийисини ятқузуватқан хитайларни қар бесивалди


2008.03.14

Алдинқи күни уйғур елиниң қорғас наһийисидә гозиго өтиңигә 13 километир келидиған йәрдә қар дөвиси гүмүрүлүш вәқәси йүз берип, шу җайда шәрқ -ғәрб газ турубисиниң 2 ‏- линийисини ятқузуватқан хитай ишчиларни қар бесивалди. Шинхуа ахбарат агентлиқиниң бу һәқтики хәвиридә аз дегәндә 12 адәмниң қар астида қалғанлиқини вә 4 адәмниң җәсити тепилғанлиқини билдүргән.

Лекин тәңри тағ ториниң җүмә күнки хәвиридә 22 адәмниң қар астида қалғанлиқини, бир адәмниң қутқузувелинған, бир адәмниң җәсити тепилғанлиқини вә 20 адәмниң һазирға қәдәр из дерики елинилмиғанлиқини илгири сүрди. Даириләр қутқузуш ишиға хитай азадлиқ армийисиниң илидики чегра мудапиә полки вә қораллиқ сақчи шөбә әтритиниң илидики 100 нәпәр әскирини сәпәрвәр қилған.

Тәңри тағ ториниң хәвиридә аптоном районниң муавин рәиси күрәш мәхсутниң вәқә йүз бәргән җайға барғанлиқини билдүрди. Йәрлик пуқраларниң наразилиқи, муһит қоғдиғучиларниң тәнқидигә учраватқан ғәрбниң газини шәрққә йөткәш қурулуши хитайниң зор көләмлик енергийә қурулуши болуп, бу қурулушниң тарим ойманлиқидики тәбий газни хитайниң җаңҗяң дәря делтисидики санаәт районлириға тошушни мәқсәт қилған 1 - басқучи алдинқи йили рәсми пүткән иди. Гозигодики вәқәгә учриған бу қурулуш болса ғәрбниң газини шәрққә тошуш пиланиниң 2‏ - линийилик басқучи болуп һесаблиниду.

Хитай һөкүмити бу қурулуш йәрликләрниң иқтисади әһвалини яхшилаштики бир пурсәт, дәп тәкитлисиму, лекин чәтәлдики уйғур тәшкилатлар бу қурулушни хитайлар монополийә қиливалғанлиқини, йәрликләрни мәнпәәтдар қилалмиғанлиқини, һәтта йәрлик уйғурларни нефит ишчилиқиғиму алмайдиғанлиқини илгири сүрмәктә. Қар бесивелиш вәқәси йүз бәргәндә 60 дәк ишчи ишләватқан болуп, уларниң һәммиси хитай ишчилар икән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.