Хитай оттура асия дөләтлири билән төмүр йол вә таш йол ясаш лайиһиси түзди
2006.08.30
28- Авғуст күни, үрүмчидә ечиливатқан оттура асия райони иқтисадий һәмкарлиқ йиғининиң ахирлишиш күнидә, хитай вә оттура асия дөләтлири бирликтә оттура асиядин уйғур елигә тутишидиған төмүр йол вә таш йол ясаш лайиһисини түзүп чиқти.
Йиғинда хитай, афғанистан, әзәрбәйҗан, қирғизистан, қазақистан, моңғулийә, таҗикистан вә өзбекистан қатарлиқ 8 дөләт вәкиллири бешкәк-торғат-қәшқәр йоли, дүшәнбә-турсунзадә йоли қатарлиқ 3 чоң районлуқ таш йол ясаш пиланини оттуриға қойған.
Хитай хәвәр агентлиқиниң мәлум қилишичә, йиғинда вәкилләр йәнә, хитай-қирғизистан-өзбекистан төмүр йол түриниң мумкинчилик тәтқиқатини бу дөләтләрниң мәбләғ селиш пиланиға киргүзүш тәклипини көрсәткән. Улар йәнә бу дөләтләр арисидики чеградин кириш келишимлиригә бир йүрүш түзитишләрни киргүзгән.
Оттура асияниң стратегийилик әһмийити барғансери хәлқара җәмийәтниң диққитини тартиватқан болуп, хитай бу дөләтләр билән болған һәр саһәдики алақиға алаһидә әһмийәт бәрмәктә. Хитайниң бу оттура асия дөләтлири билән болған һәмкарлиқи сода вә транспорт һәмкарлиқлиридин тартип, енергийә вә су мәнбәлиридин пайдилинишқичә кеңәйгән. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Қатнаш тармақлирини маслаштуруш комитетиниң йиғини үрүмчидә өткүзүлди
- Йеңи йипәк йоли юқири сүрәтлик таш йол қурулуши 2008 - йили тамамланмақчи
- Үрүмчидә йүз бәргән әгәшмә қатнаш вәқәсиниң шопури гуаңдуңда тутулди
- Хитай оттура асия базарлирини игилимәктә
- Оттура асия әллири террорлуққа қарши ортақ һәрикәт пиланини музакирә қилмақта