Қазақистан баш министири уйғур илини зиярәт қилди
2007.03.19
Шинхуа ахбарат агентлиқиниң 19 - марттики хәвригә қариғанда, уйғур елидә зиярәттә болуватқан қазақстанниң баш министири кәрим мәсимуф, 17-, 18 - март күнлири қорғас вә алатав чегра еғизлирини көздин кәчүргән мәзгилдә, хитай-қазақистан мунасивитини техиму яхшилап, икки тәрәп арисидики иқтисади вә сода алақисини илгири сүридиғанлиқини билдүрди.
Қазақ вә хитай һөкүмити келишм һасил қилиши билән қорғасқа қуруш пиланланған хитай- қазақистан қорғас хәлқаралиқ чегра мәркизидә, қазақ тәрәп 2006- йили 3 - айда иш башлиған. Керәм мәсимуф хитай-қазақ арисидики сода вә башқа алақини техиму илгири сүрүш үчүн қурулуш сүритини тезлитишни тәләп қилған.
Хитай- қазақистан қорғас хәлқаралиқ чегра мәркизи, хитай-қазақ һөкүмити арисида түзүлгән иккинчи қетимлиқ чегра ара чоң қурулуш түри. Тунҗи қетимлиқи 2005 - йили ноябирда тамамланған, 700 милйон америка доллар мәбләғ селинип, қазақистанниң атасу дин уйғур елидики алатав еғизиға туташтурулған 962.2 Кило метирлиқ нефит туруба линийиси иди.
Бу хәлқаралиқ чегра мәркизигә 10 милярд йү|ән хитай пули мәбләғ селинған болуп омуми көлими 9.73 Квадрат кило метир. Буниң ичидә 1.2 Квадрат кило метири қазақистан чегриси ичигә 3.43 Квадрат кило метири уйғур ели чигрисиға җайлашқан.
Керәм мәсимуфниң бу қетимқи хитай зияритигә қазақистан малийә министири, сода-санаәт министири, қатнаш министири, енергийә вә тәбий байлиқлар министири қатарлиқлар һәмра болуп кәлгән. Бу 2007 -йили вәзипә тапшуруп алғандин кийин керәм мәсимуфниң тунҗи қетим хитайни зиярәт қилиши икән. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Қазақистан билән хитай су мәсилисидә бирликкә киләлмиди
- Хитай оттура асия дөләтлири билән һәмкарлиқни күчәйтмәктә
- Хитай - қазақистан арисида 2 - нефит турубиси ятқузуш келишими имзаланди
- Назарбайиф қазақистан - хитай һәмкарлиқи һәққидә тохталди
- Ху җинтав 20 - декабир күни нурсултан нәзәрбайеф билән көрүшкән