Дуня сәһийә тәшкилати хитайни қуш зукам вируси тоғрисида агаһландурди


2005.06.10

Дуня сәһийә тәшкилати хитай даирилирини агаһландуруп, қуш зукам вирусиға җидди муамилә қилмиса йәр шари характерлик юқумлиниш пәйда қилип, алдин байқивалғили болмайдиған апәт характерлик хәвпкә айлиниш еһтимали барлиқини билдүрди. Бу агаһландурушни дуня сәһийә тәшкилатиниң әмәлдари шигеру оми, җүмә күни бейҗиңда уйғур аптоном райониниң чөчәк вилайитидики бир ғаз пермисида қуш зукам вируси байқалғандин кейин тәкитлигән. Бу һ5н1 типлиқ қуш зукам вирусиниң бир ай ичидә 2 - қетим хитайда байқилиши болуп һисаплиниду. Мәзкур вирус чөчәк шәһириниң 30 километир нерисидики бир ғаз пермисида байқалған. Даириләр, чөчәк шәһиридики өй һайванлири базирини тақап, ғаз пермисидики 17000 ғаз вә тохуни өлтүрүветишкә мәҗбур болған.

Шигеру оми, мухбирларни күтүвелиш йиғинида, " бу әһваллар вирусниң турақсиз, алдин байқивалғили болмайдиған шундақла көп хилиққа игилиқини көрсәтмәктә," дәп әскәртти. Шигеру оминиң тәкитлишичә, қуш зукам вирусиниң йеңи вә туюқсиз мәсилиләрни кәлтүрүп чиқириш еһтимали мәвҗуткән.

Қуш зукам вируси буниңдин 8 йил илгири хитайниң хоңкоң вә ичкири районлирида байқалған. Вейтнам , тайланд вә камбодΨаларда 53 адәмниң өлүшини кәлтүрүп чиқарған иди. Хитай йеза игилик министирлиқи чаршәнбә күни мәзкур вирусниң чөчәктики бир ғаз пермисида байқалғанлиқини елан қилди. Дуня сәһийә тәшкилати, хитай даирилириниң қуш вирусиниң тарқилиш әһвали тоғрисида тәпсили доклат билән тәминлишини күтмәктикән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.