Хитайниң шәрқидә йәнә қуш зукими вируси байқалди


2005.10.25

Хитайниң әнхүй өлкиси тйәнчаң шәһири әтрапидики мәлум бир йезида 2000 дин артуқ ғазниң H5N1 типлиқ қуш зукими вируси билән юқумланғанлиқи байқалди.

Б д т ниң ашлиқ деһқанчилиқ оргининиң хитайда турушлуқ вәкили монаниң сәйшәнбә күни билдүрүшичә, хитай деһқанчилиқ назарити, әнхүйниң бир йезисида 550 ғазниң қуш зукими билән өлгәнликини етирап қилған һәмдә қуш зукими байқалған райондики 50 миңдин артуқ қушларни өлтүргәнликини билдүргән. Әмма хитай даирилири бу ғазларниң конкерт қайси йәрдә, қачан қуш зукими вируси билән юқумланғанлиқини ейтмиған.

Буниңдин сирт, хитай һөкүмәт даирилириму хунәнниң тәншаң наһийисидә өдәкләрниң қуш зукими сәвәбидин өлгәнликини елан қилди.

Хәлқара мутәхәссисләр, пәсил характерлик қушларниң көчүши билән қуш зукиминиң тез тарилишидин әндишә қилмақта. Әмма хитай орманчилиқ идариси дүшәнбә күни хитайдики явайи һайванларда техи қуш зукими вирусиниң байқалмиғанлиқини билдүрүп, хитайниң қуш зукими вирусини контрол қилиш тәдбирлирини күчәйткәнликини көрсәтти.

Буниң алдида, ички моңғулда қуш зукими вируси байқалған иди. 2003 - Йили қуш зукими вируси тарқалғандин буян, асияда 60 дәк адәм бу сәвәбтин өлди. Әмма хитай қуш зукими билән адәмниң өлүш әһвалиниң техи көрүлмигәнликини билдүрмәктә.

Һиндонезийә әмәлдарлириниң билдүрүшичә, һиндонезийидә йәнә бир әр сәйшәнбә күни қуш зукими билән өлгән. Йеқинда, русийә, руминийә вә түркийә қатарлиқ җайлардиму қуш зукими байқалған иди. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.