Хитайдики икки җайда йәнә йеңидин қуш зукими вируси байқалди


2005.11.21

Хитайниң хубей өлкиси вә ичкий молғулға йәнә йеңидин қуш зукими вирусиниң тарқалғанлиқи байқалди. Хитай йеза- егилик министирлиқиниң йәкшәнбә күни ениқлишичә, ичкий молғулдики бир қуш фермиси вә хубейдики бир ғаз ферсимида йәнә H5N1 типлиқ әҗәллик қуш зукими вируси байқалған. Хубейниң шишув шәһири әтрапидики ғаз фермисида 3500 дәк ғаз өлгән. Ичкий молғулда болса 176 өй қуши өлгән. Хитай даирилири бу икки ферма әтрапидики районлардики қушларни өлтүрүп, вирусниң тарқилишиниң алдини еливатқанлиқини билдүрди.

Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, хитайдики қуш зукими киризиси барғансери еғирлашмақта. Һазирғичә хитайдики 21 орунда қуш зукими вируси байқалған. Бу сәвәбтин 150 миңға йеқин қуш өлгән. 21 Милйондин артуқ қуш боғузланған. 45 Йеза буниң тәсиригә учриған. Буниң ичидә уйғур елидики төт җайдиму қуш зукими вируси байқалған иди.

Хитайниң муавин йеза- игилик министири йинниң билдүрүшичә, гәрчә қисмән раюнларда қуш зукими пүтүнләй контрол қилинған болсиму, әмма омомйүзлүк тарқилиш әһвал йәнила интайин еғир һесаблиниду. У соғуқниң күчийишигә әгишип, кесәлликниң тарқилиш әһвалиниң йәниму еғирлишиши мумкинликини көрсәтти. У йәнә хитайда асасий қатламдики алдини елиш хизмәтлириниң арқида қалғанлиқини, буниңға тақабил туруш үчүн, хитай һөкүмитиниң қуш зукими тарқилиш әһваллирини төт саәт ичидә мәркәзгә доклат қилиш бәлгилимисни бикиткәнликини билдүрди.

Қуш зукими 2003 - йили шәрқий җәнубий асияда байқалғандин буян, 60 тин артуқ адәм қуш зукими билән өлди. Хитайдиму бу айда бир кишиниң қуш зукими билән өлгәнлики ениқланди. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.