Ниңша районида җанға замин қуш зукуми вируси байқалди


2006.07.03

Хитай даирилири 3 ‏- июл күни, хитайниң ғәрбидики ниңша районида қуш зукуми вируси байқалғанлиқини билдүрди. Бу арида хитай деһқанчилиқ министирлиқи, мутәхәсисләрдин тәркип тапқан бир гуруппини вирус байқалған районға әвәтип, вирус тарқилип кетишиниң алдини елиш хизмити ишләш үчүн орунлаштурғанлиқини тәкитлиди.

Хитай орган мәтбуатлиридин шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, дөләт қуш зукуми тәҗирбиханиси 29 ‏- июн күни ниңшада қуш зукуми дәп гуман қилған қушни тәҗирбә қилип, униңда H5 N1 типлиқ вирус байқиғанлиқини җәзимләштүргән.

Өткән бир йил ичидә хитайниң 10 нәччә өлкисидә учар қуш вә өй қушлирида қуш зукуми вируси байқилип, 12 адәмниң өлимини мәйданға кәлтүргән иди.

Булардин сирт йәнә 6 ‏- айниң 15 ‏- күни, шенҗен шәһиридики 31 яшлиқ бир әр кишидә H5N1 вируси байқалған.

Хитай диханчилиқ министирлиқиниң билдүришичә, нөвәттә ниңша аптонум райони уқтуруш чиқирип, җидди тәдбир вә контурул қилиш хизмәтлирини башливәткән.

Дуня сәһийә тәшкилати, 2003 ‏- йили мәйданға кәлгән қуш зукуми сәвәбидин, дуня бойичә 130 адәм һаятидин айрилғанлиқини гәрчә көплигән бимарлар кесәлликни һайванлардин юқтурвалған болсиму, амма мүтәхәсисләрниң қаришичә һ5н1 вирусини ноқул һайванлардила пәйда болиду дәп қарашқа болмайдиғанқлиини билдүрмәктә.

Дуня сәһийә тәшкилатиниң 200 қетимлиқ дило үстидин һазирлиған доклатиға асасланғанда, 2003 ‏- йилидин бери һазирға қәдәр мәзкүр вирус, инсанларда 3 қетим байқалған йәни қиш вә баһар пәслидә әң юқири пәллигә чиққан. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.