Юқумлуқ қуш зоками вируси йәнә бир қетим хитайниң әнхуй өлкисидә байқалди
2007.01.10
Америка авазиниң хәвәр қилишичә, юқумлуқ қуш зуками вируси йеқинда хитайда қайтидин пәйда болған. Әнхуй өлкисиниң хуаңсән шәһиридики 37 яшлиқ бир деһқан исситмиси өрләп, худди өпкә яллуқиға гириптар болғандәк аламәтләр көрүлгәнликтин, 1 - айниң 5 - күни дохтурханиға кәлгән. Қан тәкшүрүш арқилиқ бу кишиниң H5N1 бәлгилик юқумлуқ қуш зуками вируси билән ағриғанлиқи ениқланған. Бу хитайда адәмдә пәйда болған юқумлуқ қуш зукаминиң иккинчи мисали болуп һесаблиниду.
Дуня сәһийә тәшкилатиниң хадими мав чүнәнниң баян қилишичә, һазир хитайниң җәнуб вә шимал тәрәплиридә юқумлуқ қуш зукаминиң қайтилиниш вә тарап кетиш еһтималлиқи мәвҗут. (Вәли)
©
2007 Radio Free Asia
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай, америка илмий журнилиниң қуш зукам вируси һәққидики тәтқиқат доклатини "асассиз" дәп әйиблиди
- Дуня сәһийә тәшкилати хитайни қуш зукам вируси тоғрисида агаһландурди
- Хитай йәрлик даириләрни қуш зукам вируси һәққидә агаһландурди
- Хитайниң шинҗин шәһиридә қуш зукам вируси билән юқумланған бир киши байқалди