Архип
2008-09-21
Шәнбә күни хитайниң җәнубий сода - иқтисад шәһири шенҗиндики бир тансиханиға от кетип 43 адәм һаятидин айрилди.
2008-09-21
Бовақлар сүт парашокиға зәһәрлик химийилик мадда арилаштурулуш сәвәбидин 6200 дин артуқ бовақта кесәллик көрүлүши һәмдә төт нәпәр бовақниң өлүм кетиш әһвали садир болғандин кейин, бу мәсилә бирдинла хәлқара миқясида җиддий инкасларни қозғиған иди.
2008-09-20
Америка ташқий ишлар министирлики җүмә күни дунядики һәр қайси дөләтләрниң 2008 - йиллиқ диний әркинлик вәзийити тоғрисида доклат елан қилип, хитайни диний әркинлик еғир дәпсәндичиликкә учраватқан " алаһидә диққәт қилинидиған дөләтләр" тизимликигә киргүзди.
2008-09-20
Хитай һөкүмити, зәһәрлик балилар сүт парашоки мәсилиси түпәйлидин һөкүмәткә болған ишәнчисини йоқатқан хәлқиниң ишәнчисини қайтидин қолға кәлтүрүш үчүн җиддий һәрикәт башлиған.
2008-09-17
Хитай сәһийә министирлиқи дүшәнбә күни зәһәрлик сүт парашогида өлгәнләр саниниң 2, кесәлләнгүчиләр саниниң 1253 икәнликини билдүргән иди. Министирлиқ бүгүнки баянатида, өлгүчиниң 3кә, зәһәрләнгүчиниң 6244 кә йәткәнликини ашкарилиди.
2008-09-16
Хитай һөкүмити дүшәнбә күни пүтүн хитай базиридики балилар сүт парашоклири үстидин тәкшүрүш елип баридиғанлиқини елан қилди. Мәлум болушичә, 15 - сентәбиргә қәдәр шиҗяҗуаң сәнлу ширкити ишләпчиқарған сәнлу маркилиқ бовақлар парашоки сәвәблик зәһәрлинип кесәллик көрүлгән балилар 1253гә йәткән.
2008-09-16
Асия тәрәққият банкиси сәйшәнбә күни доклат елан қилип, хитайниң иқтисади тәрәққият сүритиниң астилайдиғанлиқидин бишарәт бәрди.
2008-09-15
Зәһәрләнгән бовақлар парашоки делосиға алақидар икки ака - ука хитай сақчи даирилири тәрипидин тутулған болуп, хитай ахбаратлирида көрситилишичә, улар әсли хитайдики бовақлар сүт парашоки ишләпчиқарғучи бир қәдәр чоң ширкәт сәнлу ширкитиниң сүт тәминлигүчилири икән.
2008-09-13
Шәнбә күни хитай сәһийә министирлиқи, бовақларниң сүйдүк йолида таш пәйда болушиға вә бир бовақниң өлүмигә сәвәб болған сүт парашокини сатқан сәнлу сүт фермисиниң, сүт парашокини ишләтмәслик тоғрисида уқтуруш чүшүрүлүшидин нәччә һәптә бурун мәзкур сүт парашогида чәкләнгән бир химийивий маддиниң барлиқидин хәвәр икәнликини ашкарилиди.
2008-09-11
Хитай мәтбуатлирида, хитай сәһийә министирлиқиниң " сәнлу " маркилиқ сүт парашокидин булғиниш мәйданға кәлгәнлики сәвәблик, кишиләрниң мәзкүр сүт парашокини ишләтмәслики тоғрисидики агаһландуруши елан қилинди.
2008-09-11
Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилати бүгүн доклат елан қилип, хитайниң мәһбусларға қарита тән җазасини тәлтөкүс тохтатмиғанлиқини тәнқид қилди.
2008-09-10
Малайсияда хитайлар 'көчмән' дәп аталғанлиқи үчүн, хитайларниң қаршилиқиға учриған. Буниңдин пәйда болған милләт ғәвғаси, һазир бу дөләттә сиясий түс алмақта.
2008-09-10
Хитайниң дөләт статистика идариси бүгүн елан қилған мәлуматқа қариғанда, хитайда бу йил 8 - ай ичидә йемәк - ичмәк баһаси гәрчә өткән айдикидин %1.4 Төвәнлигән болсиму, әмма бултурқи мушу мәзгилидикидин %10 юқири өрлигән.
2008-09-09
Хитай кишилик һоқоқ тәшкилатлири давамлиқ түрдә хитайда хәлқниң һөкүмәт үстидин әрз қилишиниң қаттиқ чәклинидиғанлиқи, әрздарларниң һөкүмәт хадимлириниң зорлүқиға учрайдиғанлиқидәк әһвалларни елан қилип кәлмәктә.
2008-09-09
9 - Сентәбир күни җуңго коммунист һөкүмитиниң сабиқ алий рәһбири мавзедуң вапатиниң 32 йиллиқ хатирә күни. Һалбуки бейҗиң даирилири бу күнгә интайин төвән кәйпиятта муамилә қилған.