Тәйвәнниң америкидики йеңидин тәйинләнгән әлчиси хитайниң дипломатик вә һәрби кеңәймичилики тәйвәнгә тәһдит, деди


2007.03.19

Ройтерс агентлиқиниң 19 март тәйбейдин бәргән хәвиригә қариғанда, тәйвәнниң америкидики йеңидин тәйинләнгән әлчиси ву җавшйе, хитайниң дипломатик вә һәрбий кеңәймичиликини тәһдит дәп қарайдиғанлиқи билдүргән.

У "дипломатийә җәһәттә хитайниң, җәнубий тинч окян, шәрқи җәнубий асия, мәркизи америка, вә африқидики мунасивәт даириси күндин- күнгә кеңәймәктә. Булар тәйвәнгә нисбәтән бир хәтәр. Бу хил хәтәр барғанчә зораймақта" дегән.

Һазирчә тәйвән- хитай мунасивәтлири кеңишиниң баш рәислик вәзиписини өтәватқан ву җавшйе болса чен шүйбйәнниң қаттиқ қол хитай сияситиниң баш пиланчиси. Тәйвәндә һазир һоқуқ сүрүватқан мустәқилчи партийә тәрәптин тунҗи қетим тәйвәнниң америкида турушлуқ әлчиси болуп тәйинләнгән ву җавшийи хитайниң вашингтонда турушлуқ баш әлчиси билән көрүшүшни әмәлдин қалдурған.

Гәрчә америка башқа нурғун дөләтләргә охшаш хитай билән рәсмий дипломатийә мунасивитини сақлайдиғанлиқи һәққидә вәдә бәргән дөләт болсиму, тәйвән һөкүмити йәнила бош һөкүмитини тәйвәнниң мустәқил болуш йолидики һәл қилғуч иттипақчиси дәп билиду.

Ву җавшйениң билдүрүшичә хитай иқтисади тәрәққият нәтиҗилири билән хәлқарада аброй қазанған болсиму, лекин, тәйвәнниң америкилиқ достлири хитайда сиясий вә диний әркинлик болмиғанлиқи сәвәблик пәқәт тәйвәннила етирап қилидикән.

Ву җавшийи мундақ дәйду, " тәйвән муәййән артуқчилиқларға игә.Тәйвән бир демократик дөләт, лекин хитай ундақ әмәс. Хитай демократийә җәһәттә қилчилик өзгәрмиди. Әксичә барғанчә начарлашмақта".

Бу йил 53 яшқа киргән ву җавшйе, келәр айда тәйвәнниң әлчиси сүпитидә, америкиға җайлашқан тәйбей иқтисад вә мәдәнийәт вакаләтханисида хизмәт башлайду. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.