Бомба тәһдити тапшурувалған йолучилар айрупилани гуаңҗуға қонған

Җәнубий җоңго һава йоллириниң австралийә маңған бир йолучилар айропилани гуаңҗудин қозғилип узун өтмәй айрупиланға бомба орунлаштурулған, дегән тәһдити хети тапшурувалғандин кейин, айрупилан учуш сәпиридин ваз кечип гуаңҗуға мәҗбури қонған.

Бихәтәрлик хадимлири айропиланда 2 саәттәк тәкшүрүш елип барған болсиму, лекин бомба учратмиған. Австралийә һава йоллириниң баянатчиси җеф рафолониң ашкарилишичә, җәнубий җоңго һава йоллириниң йолучилар айропилани өткән чаршәнбә күни гуаңҗу айдурумидин қозғилип 20 минуттин кейин бомба орунлаштурулған, дегән тәһдит хети тапшурувелип, гуаңҗу айдурумиға қонған вә айрупилан 2 саәттин кейин қайта учуп әтиси австиралийигә аман - исән йетип барған.

Бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, айрупилан гуаңҗу айдурумиға қайтип келип 2 саәт турған болсиму, лекин айропиландики йолучилар нимә вәқә йүз бәргәнликини билмигән. (Әркин)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org