Хитай шәрқий түркистан исламий һәриктигә қарши хәлқара җамаәтни ярдәмгә чақирди
2006.07.03
Хитай һөкүмити шәрқий түркистан исламий һәрикити әзалириға қарши елип баридиған бастуруш һәрикитидә хәлқара җамаәтниң ярдимини қолға кәлтүрүшкә тиришидиғанлиқини билдүрди.
Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси җяң йү бейҗиңда мухбирларниң, хитай һөкүмитиниң пакистандики хитай дипломатлири үчүн бихәтәрлик тәдбирләрни күчәйткәнлики тоғрисидики суаллириға җавап берип мундақ дегән: "бирләшкән дөләтләр тәшкилати бихәтәрлик кеңиши шәрқий түркистан исламий һәрикитини террорчи тәшкилатлар тезимликигә киргүзди. Шуниң үчүн шәрқий түркистан исламий һәрикитигә қарши туруш хәлқара террочилиққа қарши елип бериливатқан паалийәтләрниң айрилмас бир қисми һесаблиниду".
Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси, хитай һөкүмитиниң шәрқий түркистан исламий һәрикитигә қарши туруш үчүн башқа дөләтләр билән һәмкарлишидиғанлиқини билдүргән.
Хитай һөкүмити, өткән һәптә, шәрқий түркистан исламий һәрикити әзалириниң пакистандики хитай дипломатлирини елип қечишни пиланлиғанлиқини билдүрүп, пакистан һөкүмитидин хитай дипломатлирини қоғдаш үчүн бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйтишини тәләп қилған иди.
Дуня уйғур қурултийи хитайниң бу һәрикитигә инкас қайтуруп, хитай һөкүмити "шәрқий түркистан исламий һәрикити әзалири хитай дипломатлириға қарита һуҗумға тәйярлиниватиду" дегәнгә охшаш ялған хәвәрләр тарқитиш арқилиқ пакистандики уйғурларни бастурушни пиланлаватиду дәп көрсәткән. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Д у қ: уйғур "террорчилири" пакистандики хитай әлчилирини гөрөгә алмақчи болғанлиқи ойдурма
- Хитай һөкүмити пакистанда уйғурларни тутқун қилишни пиланлимақта
- Хитай һөкүмити пакистандики уйғурлар үстидин шикайәт қилди
- Америка җуңгоға саяһәт агаһландурушини бикар қилди
- Қирғизистан хитай бирликтә шәрқий түркистан күчлиригә зәрбә беришкә пүтүшти