Хитай террорчилиққа қарши қанун бекитмәкчи


2005.06.16

Мәркизий агентлиқиниң 16 - июн тәйбейдин бәргән хәвиридә ейтилишичә, хитай әдилийә миниситирлиқи қармиғидики террорчилиққа зәрбә бериш идарисиниң башлиқи җав йоңчен "террорчилиққа қарши қанун" бекитип, террорчилиқ паалийәтлиригә қаттиқ зәрбә беридиғанлиқини билдүргән.

Бейҗиң кәчлик гезити , җав йоңченниң сөзини нәқил кәлтүрүп мундақ дегән: "дөлитимиз йәнила террорчилиқниң тәһдитигә дуч кәлмәктә, нөвәттә шәрқий түркистан террор күчлири бизгә нисбәтән асаслиқ террор тәһдити һесаблиниду. Өткән әсирниң 90 - йиллирида шәрқий түркистанчилар, шинҗаң чегриси ичидә 200 қетимдин артуқ террор вәқәси садир қилди" .

Җав йоңчен сөзидә йәнә, өзлириниң хәлқара террор күчлириниң зиянкәшликигә учриғанлиқини билдүрүп, бир қисим хитай пуқралириниң пакистан вә афғанистанда йүз бәргән террор һуҗуминиң қурбаниға айланлиқини тәкитлигән.

Мүкәммәл болған "террорчилиққа зәрбә бериш қанун" ни тикләш арқилиқ, террорчиларға әҗәллик зәрбә бериш, болупму террорчиларниң иқтисадий мәнбәсини кесип ташлаш керәкликини оттуриға қойған җав йоңчен йәнә, хәлқара террорчилиққа зәрбә бериш тәшкилатлири билән һәмкарлиқни йәниму күчәйтидиғанлиқини билдүргән.

Бирақ, дуня уйғур қурултийиниң иҗраийә рәиси, америка уйғур бирләшмисиниң баш катипи алим сейитоф әпәнди, йеқинда "уйғурлар хитай һөкүмити тәрипидин сиқилмақта" дегән темида мақалә елан қилип, хитай һөкүмитиниң 11 - сентәбир вәқәсидин кейин, ойдурма пакитларни яритиш арқилиқ, чәтәлләрдә шәрқий түркистанниң сиясий давасини елип бериватқан қанунлуқ тәшкилатларни қарилаватқанлиқини көрсәткән иди. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.