Хитайниң тәйвән ишханиси тәйвән мустәқиллиқи тәвәккүлчилиқ дәп җакарлиди


2007.05.30

Коммунист хитайниң тәйвән ишханиси 5 ‏- айниң 30 ‏- күни, тәйвән демократийә -илғарлиқ партийисиниң 'тәйвән нормал дөләт' дегән баянатиға қарши ақ ташлиқ китаб елан қилип 'тәйвән мустәқиллиқи тәвәккүлчилиқ' дәп җакарлиди.

Б б с ниң баян қилишичә, хитайниң тәйвән ишханиси тәйвән демократийә -илғарлиқ партийисиниң 'тәйвән нормал дөләт' дегән баянатидики 'тоғра нам қоллиниш', 'хитай дегән намни әмәлдин қалдуруш' , 'асасий қанун ислаһати' дегән сиясәтләрни вә тәйвәнниң тәйвән дегән нам билән бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға киришкә илтимас қилидиғанлиқини қаттиқ әйиблигән.

Тәйвәндики демократийә-илғарлиқ партийисиниң хитай ишлири ишханиси буниңға инкас қайтуруп 'һазир тәйвәндә 75%-80% хәлқ өзини 'җуңголуқ' дәп һесаблимайду. 90% Дин артуқ хәлқ тәйвәнниң истиқбалини тәйвәнликләр өзи бәлгилиши керәк, дәп қарайду. Бу ортақ көз қараш. Тәйвәнниң игилик һоқуқини тәйвәндики 23 милйон хәлқ өзи бәлгиләйду' дәп баян қилған. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.