Хитайлар билән туңганлар оттурисида йүз бәргән тоқунушларда аз дегәндә 20 киши өлди


2004.11.01

Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитайниң хенән өлкисиниң җоңмав наһийисидә туңганлар билән хитайлар оттурисида йүз бәргән тоқунушларда аз дигәндә 20 киши өлгән 42 киши яриланған. Хәвәрләргә қариғанда, җоңмав наһийиси хитай армийиси тәрипидин пүтүнләй қоршалған болуп, кишиләрниң наһийигә кириш -чиқиши чәкләнгән.

Хитай һөкүмити дүшәнбә күни туңганлар вә хитайлар оттурисида тоқунушлар йүз бәргәнликини етирап қилди. Лекин, шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, тоқунушлар җәрянида 7 киши өлгән вә 42 киши яриланған болуп, һөкүмәт вәқә билән мунасивәтлик дәп қаралған 18 кишини қолға алған.

Франсийә агентлиқиниң билдүрүшичә, туңганлар вә хитайлар оттурисидики тоқунушлар өткән һәптә бир хитай йезисидин өткән туңган шопурниң хитайлар тәрипидин урулғанлиқи сәвәбидин башланған иди. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.