Гуаңдуңда йәр маҗраси сәвәбидин деһқанлар билән сақчилар тоқунушуп қалди
-
2006-06-14 -
-
-
Гуаңдуң өлкисидә 23- ийон күни йәр даваси қиливатқан нәччә миңлиған деһқан сақчилар билән тоқунушуп қелип, аз дегәндә икки киши яриланған.
Бу маҗраға четилған шәнте-хүйшиң өй-мүлүк тиҗарити ширкитиниң америка бирләшмә агентлиқиға мәлум қилишичә, нәччә миңлиған деһқан бу ширкәтниң уларниң йәрлирини сетивалғанлиқи үчүн бәргән һәққиғә нарази болуп намайиш қилған һәмдә мәзкур ширкәт қурулуш қиливатқан җайларни уруп-чеқишқа башлиған. Нәтиҗидә деһқанлар бу ширкәтниң икки нәпәр муһапизәтчисини уруп яриландурған.
Бу ширкәт мәсули деһқанлар билән болған тиҗарәтниң қанунлуқ елип берилғанлиқини тәкитлигән болсиму, лекин деһқанларниң йәр-земини үчүн зади қанчилик һәқ бәргәнликини ейтишни рәт қилған. Хитайда бу хил йәр маҗралири күндин-күнгә еғирлишиватқан болуп, көпүнчә деһқанлар йәр содигәрлириниң йәрлик һөкүмәт рәһбәрлири билән бирлишип, деһқанларниң йәрлирини әрзан баһада сетивалғанлиқидин зарлинидикән.
Хитай һөкүмитиниң 2005- йили декабирда чиқарған бир доклатида көрситилишичә, өткән йили 11 айниң ичидә һөкүмәт әмәлдарлириниң қанунсиз һалда ишләткән һөкүмәт пулиниң соммиси 290 милярд йүән йәни 36 милярд америка доллириға йәткән. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати хитайни дуңҗу вәқәси үстидин тәкшүрүш елип беришқа чақирди
- Хитайниң шәнту шәһиридә йүз бәргән сақчилар билән пуқралар арисидики тоқунушта бир адәм өлди
- Хитайдики бир дохтурханида йүз бәргән партлашта 27 киши өлди
- Фошәндики сақчилар билән деһқанлар оттурисидики тоқунушта 50 нәччә киши яриланди
- Тйәнҗинниң лйүшәнхи йезисида йүзлигән деһқан намайиш өткүзди