Түркмәнистан билән хитай келәр йили муһим бир нефит келишимини имзалимақчи


2005.11.23

Түркмәнистан президенти сәпәрмурат ниязоф чаршәнбә күни түркмәнистанниң келәр йили хитай билән муһим бир нефит келишимини имзалайдиғанлиқини билдүрди.

Ниязофниң билдүришичә, бу сода келишими, келәр йилиниң бешида у хитайға зиярәткә барғанда имзалинидиған болуп, келишим йәнә, түркмәнистанниң шәрқидин башлинип, хитайғичә туташтурулған газ турубисини қуруш мәзмунлириниму өз ичигә алидикән.

Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, түркмәнистан билән хитай арисиға селинидиған бу газ турубисиниң йилиға 30 милярд куп метир тәбиий газ йөткәш иқтидари болидикән. Хитай иқтисадиниң тәрәққий қилишиға әгишип, униң енергийә мәнбәсигә болған еһтияҗи җиддий ешиватқан болуп, шу сәвәптин хитай дөләт ичидики енергийә мәнбәлиридин толуқ пайдилиништин сирт йәнә, диққитини сабиқ совет иттипақидики русийидин қалса иккинчи чоң мол нефит байлиқиға игә болған түркмәнистанға тиккән.

Бу йил 7 -айда түркмәнистан хитай билән нефит вә тәбиий газ һәмкарлиқ келишимини түзгән болуп, у чағда хитай һәтта түркмәнистанниң нефит вә тәбиий газ санаитини тәрәққий қилдуруши үчүн уларға наһайити төвән өсүм билән 24 милйон америка доллири қәрз бәргән иди.

Түркмәнистан оттура асиядики муһим нефит базиси болуп, украинийә өзиниң тәбиий газға болған еһтияҗиниң 45% ини түркмәнистандин сетивалиду һәмдә украинийә буниңдин кейин түркмәнистандин сетивалидиған нефит миқдарини техиму ашуруп 2006 - йили 39 милярд куп метир нефит сетивелишни пиланлимақта. Буниңдин башқа йәнә, русийә түркмәнистандин 7 милярд куп метир, иран болса 8 милярд куп метир нефит сетивалмақчи. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.