Дунядики язғучилар хитайни түрмидики язғучиларни қоюветишкә чақирди


2007.12.10

Хитай вә дуняниң һәр қайси җайлиридики нурғун язғучилар хитай рәһбәрлиригә очуқ хәт йезип, хитай түрмисидә йетиватқан 40 кәсипдашлирини олимпиктин бурун қоюп беришни тәләп қилған болуп, очуқ хәттә қезилған түрмидики язғучилар ичидә уйғур илидин төт киши бар.

Хитай рәһбәрлиригә йолланған хәтниң баш темиси "биз сөз- пикир әркинлики үчүн тәйяр" болуп, мәзкур хәтни хитай вә дуняға даңлиқ язғучилардин, маргерит атвуд, франкине просә, салман рәшиди, хитай язғучи лю шявбо, вә җең йи қатарлиқлар язған.

Хәвәр хитай рәиси ху җинтав, хитай алий тәптиш мәһкимисиниң башлиқи җия чүнваң вә хитай алий сот мәһкимисиниң башлиқи шав яң әпәндиләргә йолланди.

Бу йил авғустта хитай һөкүмити "биз тәйяр болдуқ" дегән шоар астида олимпик тәшвиқат һәрикитини башлиған һәмдә мушу мәзмунда "биз тәйяр болдуқ " темилиқ олимпик нахшисини елан қилған иди.

Мәзкур очуқ хәттә, хитайниң "дуня кишилик һоқуқ күни" дә, хитайниң һәқиқий тәйяр болғанлиқини испатлап түрмидики язғучиларни қоюветиши тәләп қилинип: " бүгүн "дуня кишилик һоқуқ хитабнамиси елан қилинғанлиқиниң 59 йиллиқ хатирә күни. Биз силәрдин, җуңгониң пәқәт олимпик үчүнла әмәс бәлки, пүтүн җуңго пуқралириниң барлиқ һоқуқлирини етирап қилиш, капаләтлик қилиш һәмдә тәбрикләшкиму тәйяр болушқа чақиримиз" дәп оттуриға қоюлған.

Хәттә уйғур елидә қолға илинған язғучилардин, тохти тунияз ( музат), нурмуһәммәт ясин, абдулҗан мәмтимин вә күрәш һөсәйин қатарлиқлар бар.

Бошүн ахбарат торида көрситишичә, мәзкур хәтни тәйярлиғучиларниң бирси болған хитай обзорчи, доктур лю шявбо, әгәр хитайниң хитай вә дунядики әхлақи өлчәмләрниң принсиплири буйичә кишилик һоқуқни тәрғип қилмиғанда, "бир дуня- бир ғайә" вә яки "биз тәйяр болдуқ" дегән баянатлириниң қиммәтсиз нәрсигә айлинип қалидиғанлиқини тәкитлигән. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.