Бейҗиң сақчилири америкилиқ фото мухбирини урди

Хитайниң мәмликәтлик сиясий кеңәш вә хәлқ қурултийи ечилишиниң һарписида, бейҗиңда сақчиларниң америкилиқ фото сүрәт мухбирини уруш вәқәси йүз бәрди.

Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, америкилиқ мухбир майкил рәйналд чаршәнбә күни чүштин кийин, бейҗиңдики хитай хәлқ қурултийи әрзийәт ишханисиниң алдида әрз сунмақчи болған кишиләрни сүрәткә тартмақчи болған. Әмма, у апаратини әмдила чиқиришиға, нәқ мәйдандики пуқрачә кийингән сақчилар етилип келип, униң апаратини тартивалған һәмдә уни тепип уруп кәткән.

Хәвәргә қариғанда, сақчилар яврупа фото ахбарат агентлиқиниң бу америкилиқ мухбирини ишханисиға әкирип, униң салаһийитини тәкшүргәндин кийин қоюп бәргән.

Бейҗиң сақчи даирилири франсийә ахбарат агентлиқиға бу вәқә һәққидә баһа беришни рәт қилди. Әмма хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси лиюҗәнчав, хитай һөкүмитиниң бу вәқәгә көңүл бөлүп, тәкшүрүш елип баридиғанлиқини билдүрди.

Хитай даирилири икки йиғинниң һарписи вә җәрянидики бихәтәрлик тәдбирлирини алаһидә күчәйтип, бейҗиңда 650 миңдәк хадимини кочиларда чарлашқа қойған. Хитай сақчилири йәнә бейҗиңда вәқә туғдуруш еһтимали бар дәп гуман қилған 440 дәк кишини тутуп кәткән иди.(Арзу)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org