Хитай бир нәпәр америкилиқ кишилик һоқуқ паалийәтчисини тутуп сорақ қилған

Хитай һөкүмити чаршәнбә күни бир нәпәр америкилиқ кишилик һоқуқ паалийәтчисини бейҗиңда тутуп сораққа тартқан. Шундақла ахири униңға, паспортини елип йүрмигәнлики сәвәбидин җәриманә қойған.

Кишилик һоқуқ паалийәтчиси адам бриско америкидики дөләтлик демократийини илгири сүрүш фонди җәмийитиниң ярдими билән хитайдики бир һөкүмәтсиз кишилик һоқуқ тәшкилатиниң тәтқиқат ишлириға ярдәмлишиватқан икән.

Франсийә агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, сақчилар адам брискони чаршәнбә күни мәзкур һөкүмәтсиз кишилик һоқуқ тәшкилатиниң бейҗиңдики ишханисидин тутуп кәткән һәмдә уни хитайда қиливатқан ишлири тоғрисида сораққа тартқан.

Хитай сақчилири йәнә униң паспортини чиқиришини тәләп қилған, адам паспортиниң өйдә икәнликини ейтқанда, сақчилар шу заман униң өйигә берип ахтурған һәмдә униң паспортини йенида елип йүрмигәнликини сәвәб қилип, 500 юән җәриманә қойған.

Хәвәрдә мәлум болушичә, хитайдики бу һөкүмәтсиз кишилик һоқуқ тәшкилатида адам брискодин сирт йәнә икки нәпәр чәтәллик ишләйдикән. (Пәридә)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org