Уйғур аптоном райониниң секритари ваң лечүән иранни зиярәт қилди


2006.04.18

Хәлқара җәмийәт иран ядро пиланиниң тәрәққиятидин җиддий әндишә қиливатқан бир чағда, уйғур аптоном райони парткоминиң секритари ваң лечүән иранни зиярәт қилип, хитайниң иран билән болған мунасивитини илгири сүрүшкә зор әһмийәт беридиғанлиқини билдүрди.

Хитай компартийисиниң ваң лечүән йитәкчилик қилған вәкилләр өмики дүшәнбә күни теһранда иранниң ‏1 ‏- муавин президенти пәрвиз давуди тәрипидин қобул қилинди. Шинхуа ахбарат агентлиқиниң әскәртишичә, пәрвиз давуди ваңлечүән башчилиқидики хитай вәкилләр өмики билән җуңго - иран мунасивити бойичә "чоңқур " пикир алмаштурған. Лекин шинхуа ахбарат агентлиқи, икки тәрәпниң қайси конкрит мәсилиләрдә " чоңқур" пикир алмаштурғанлиқини тилға алмиди.

Пәрвиз давуди ваңлечүәнгә " иран билән җуңго нурғун хәлқара зор мәсилиләрдә охшаш мәйданға игә" дәп тәкитлигән. Ваң лечүән, хитай компартийисиниң ирандики сиясий партийиләр билән 4 принсип асасида мунасивитини илгири сүрүшкә әһмийәт беридиғанлиқини әскәртти. Хитай иранни назук һәрбий техникилар билән тәминләйдиған әң муһим дөләтләрниң бири. Икки дөләт өткән йили соммиси ғайәт зор миқдардики нефит вә тәбий газ һәмкарлиқи келишими имзалиған.

Ваңлечүән вә хитай вәкилләр өмикиниң 14 ‏- априлда башланған зиярити иран президенти әхмәдиниҗад, өткән һәптә иранниң қоюқландурулған уран тавлап чиққанлиқини җакарлиғандин кейинла елип берилди. Иран президентиниң баянатидин кейин америка ташқий ишлар министири кондилиза райис, б д т хәвпсизлик кеңишини иранға қаттиқ қоллуқ билән муамилә қилишқа чақирған. Лекин иран президенти әхмәдиниҗад, ғәрб дөләтлириниң бесимиға баш әгмәйдиғанлиқини вә иранниң уран тавлашни давамлаштуридиғанлиқини җакарлиди. Хитай хәвпсизлик кеңишиниң иранға имбарго қоюшиға қарши тирәҗимәктә яки вақитни кәйнигә созмақта иди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.