Бейҗиңда хитай хәлқ қурултийиға қатнишиватқан уйғур вәкиллири ахбаратчиларниң зияритини растинла қобул қилаламду ?
Хитайниң мәмликәтлик хәлқ қурултийиға қатнишиватқан вәкилләр өмики ахбарат алақичисиниң алақилишиш номури, йеқинда мәмликәтлик хәлқ қурултийи ахбарат мәркизи тор понкитида елан қилинған болуп, хитай ахбарат вастилириниң бу һәқтә бәргән хәвиридә ейтилишичә, бу уйғур аптоном район вәкилләр өмики ахбарат хәвәрлириниң җуңго һәмдә чәтәл ахбарат вастилириға йәниму ечиветилгәнликидин дерәк беридикән.
Хәвәрдә ейтилишичә, бу йил мәмликәтлик хәлқ қурултийи ахбарат мәркизи тор понкитида тунҗи қетим һәр қайси вәкилләр өмикиниң асасий тор бәтлирини улашни ишқа ашурған шуниңдәк уйғур аптоном район вәкиллириниң исимлики, паалийәт уқтуруши, ахбарат алақичисиниң алақилишиш телефун номури қатарлиқлар очуқ елан қилинған икән.
Хәвәрдә йәнә, һазирға қәдәр, уйғур аптоном район вәкилләр өмики, ройетирс агентлиқи, хәлқ гезити қатарлиқ хитайниң ичи - сиртидики 20 нәччә ахбарат вастилириниң зиярәт қилиш илтимасини тапшурувалғанлиқи ашкариланған. Гәрчә, хәвәрдә мәмликәтлик хәлқ қурултийиға қатнишиватқан уйғур аптоном район вәкиллириниң, хитайниң ичи вә сиртидики мухбирларниң зияритини қобул қилиш үчүн қолайлиқ шараит һазирланғанлиқи тәкитләнгән болсиму, әмма чәтәл мәтбуатлириниң бу хил қолай шараиттин пайдилиниши йәнила қийинға тохтимақта.
Истансимиз мухбирлири, уйғур аптоном район вәкиллириниң ахбарат алақичисиниң телефониға һәр қандақ қилипму улишалмиған болуп, телефони улашқан бир қисим вәкилләрму, мухбиримизниң зияритини қобул қилиштин баш тартқан. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай баш министири, хитайда демократийиниң коммунист партийиниң рәһбәрликидә қанат яйдурулидиғанлиқини билдүрди
- Җәнубий астанә гезитиниң муавин баш муһәррири қоюветилди
- Хәлқ қурултейи сайлимида һөкүмәт билән һәмкарлашмаслиқ һәрикити давамлишиватиду
- "Сингапор боғузи вақти" гезитиниң мухбири чин шяң муддәттин бурун қоюп берилди
- Хәлқ қурултайлири хитайниң рәңвазлиқидин башқа нәрсә әмәс
- Шәрқий түркистандики икки қурултай һәққидә қисқичә анализ
- Чегрисиз мухбирлар тәшкилати 2007 - йиллиқ ахбарат әркинлики доклатини елан қилди
- Хитай өткүнчи һөкүмити хитапнамиси елан қилинди
- Хоңкоңлуқларниң толуқ демократийә тәлипи рәт болди
- Хоңкоң демократлири хоңкоңни демократик идарә қилишқа қистимақта
- Ахбарат әркинлик тәшкилати хитайға киргүзүлмиди