Америка малийә әмәлдарлири хитай пулиниң тегишиш қиммити мәсилисигә җиддий қаримақта

Америкиниң малийә министири җәк сино вә федерал хәзинисиниң башлиқи әлин гүрүнсипән киләр айда бейҗиңға берип, америка- хитай иқтисадий һәмкарлиқ комитетиниң йиллиқ йиғиниға қатнишиду.

Америка малийә министирлиқиниң билдүрүшичә, җәк сино вә әлин гүрүнсипән йиғинда хитай хәлқ пулиниң тегишиш қиммитини өз ичигә алған иқтисадий мәсилиләр һәққидә хитай тәрәп билән сөһбәт өткүзиду.

Җәк сино башчилиқидики өмәк америкиға қайтип кәлгәндин кейин, өзиниң йерим йиллиқ баһалаш доклатини америка дөләт мәҗлисигә сунидиған болуп, бу доклат хитайни , пул муамилә базирини пәрдә арқида контрол қилған дөләт тизимликигә киргүзүш - киргүзмәсликни бәлгиләйду.

Америка малийә министирлиқи бу йил 5 - айда елан қилған доклатида, һечқайси дөләтни пәрдә арқида туруп пул- муамилә базирини контрол қилған дөләт тизимликигә киргүзмигән иди. Америкидики нурғун парламент әзалири малийә министирлиқиниң хитайни бу тизимликкә киргүзмигәнликини қаттиқ тәнқид қилған иди.

Америка сода саһәсидики нурғун затлар вә қисмән парламент әзалири хитайниң хәлқ пулиниң тегишиш қиммитини контрол қилиши , америка- хитай оттурисидики содида зор тәтүр баланис келип чиқишидики асаслиқ сәвәб дәп қаримақта. (Арзу)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org