Хитай афғанистан сақчилириға ярдәм бәрди
-
2006-06-11 -
-
-
Хитайниң шинхуа ахбарат ториниң ашкарилишичә, 11 - июн күни хитайниң афғанистандики баш әлчиси хитай җамаәт хәвпсизлики министирлиқиға вакалитән 340 миң америка доллири қиммитидики сақчилар ишлитидиған мотсиклит, компютер, қатарлиқ буюмларни вә разветка ишлири үчүн ислитидиған илғар техникилиқ әслиһәләрни афғанистан ички ишлар министирлиқиға тәқдим қилған.
Хәвәрдә көрситишичә, хитай 2001 - йилидин һазирғичә афғанистан сақчилириға бәш милйон доллар қиммитидә ярдәм бәргән болуп, икки тәрәп җамаәт хәвпсизлик даирилири арисидики һәмкарлиқ күнсайин күчәйгән.
Хәвәрләрдин қариғанда, хитай сақчи даирилири афғанистан һөкүмити вә сақчи даирилиридин уйғур мустәқилчилиригә бирликтә зәрбә бериш вә һәм уларни тутуп хитайға тапшурушни изчил тәләп қилип кәлмәктә.
Хәвәрләрдин ашкарилинишичә, афғанистан рәһбири хамит карзай 6 - айниң 15 - куни шаңхәйгә берип, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң йиғиниға қатнишидикән һәмдә 6-айниң 18 – 21 - күнлири бейҗиңда рәсми дөләт ишлири зияритидә болидикән (үмидвар)