Хитайда алий мәктәп пүттүргәнләрниң ишқа орунлишиш мәсилиси йилдин‏ - йилға қейинлашмақта

Хитайда бу йил алий мәктәпләрни пүттүргән оқуғучиларниң сани 5 милйон 600 миңға йәткән болуп, өткән йилдикидин 600 миңи көпәйгән. Бу тарихтики йеңи бир рекорт һесаблинидикән.
Мухбиримиз әқидә хәвири
2008.07.10

 Хитай маарип министирлиқиниң бу һәқтә бәргән мәлуматлириға асасланғанда, бу йил оқуш пүттүргән 5 милйондин ошуқ оқуғучи вә өткән йили хизмәткә орунлишалмиған 800 миңға йеқин оқуғучи қошулуп, бу йил йәнә 6 милйон оқуғучиниң ишсиз қалидиғанлиқи ашкариланмақта.

Хитайда ишсизлиқ мәсилиси нөвәттә әң муһим мәсилиләрдин бири болуп, алий мәктәп оқуғучилириниң ишсиз қелишидин башқа йәнә, хитайда йүз бериватқан тәбиий апәт вә хәлқара иқтисади кризислар түпәйли хитайниң иқтисадий қийинчилиқи күнсери күчәймәктә, буниңдин сирт хитайда дөләт игидарчилиқидики карханиларниң сиясий түзүлмә сәвәбидин һалак болуши ишсизлиқниң техиму көпийип кетишигә йол ачмақта.

Хәвәрләргә қариғанда, бу йилниң алдинқи йерим пәслидә хитай шәһәрлиридә йеңидин 6 милйон 400 миң ишсиз көпәйгән болуп, сиясий мулаһизичиләрниң тәһлил қилишичә, алий мәктәп пүттүрүп ишқа орунлишалмиған һәмдә йеза ешинча әмгәк күчлири қошулуп шәһәрләрдә көпийиватқан ишсизлар қошуни кәлгүсидә хитай җәмийитидики муқимсизлиқ пәйда қилидиған муһим иҗтимаий мәсилиләрниң мәнбийи болуп қалидикән.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.