Хитай ахбарат васитилириниң мәлуматиға қариғанда, хитай азадлиқ армийиси әскәрликкә қобул қилиш системисидики чирикликниң алдин елиш үчүн бир йеңи система орнитишни қара қилған.
Франсийә агентлиқиниң шинхуа ахбаратида берилгән хәвәрдин нәқил елип көрситилишичә, җисманий җәһәттә өлчәмгә тошмайдиған йеңи әскәрләрни пара елиш арқилиқ киргүзгән офитсерларға "қаттиқ" җаза қоллинилидиған болуп, хәвәрдә мундақ дейилгән: " лаяқәтсизләр юртиға қайтурулиду, шуниң билән бирликтә, лаяқәтсизләрни қобул қилған офитсерлар еғир җазаға тартилиду".
Мәлум болушичә, һазир хитай азадлиқ армийисидә 2.3 Милйон әскәр бар болуп, һазир хитай һәрбий техника җәһәттә қалақ қошунлирини заманивий техникилар билән қоралланған илғар қошун қилип қуруп чиқишқа тиришмақта.
Хитай өз һәрбий қисиминиң һәр түрлүк сапасини өстүрүш үчүн йеңи әскәрләрни қобул қилишта бир қатар чәклимиләрни бекитип чиққан болуп, буларниң ичидә яш чәклимиси 18-22 яшқичә болуш, толуқ оттурини пүттүргән вә һечқандақ җинайәт садир қилмиған болуш қатарлиқлар муһим салмақни игиләйду.
Әмма хитай армийиси өз қошунлириниң җисманий вә башқа сапасини өстүрүшни һәдәп тәкитләватқан минутларда, хитай армийиси йәнә бир қатар мәсилиләргә дуч кәлмәктә.
Шинхуа агентлиқида бу һәқтә берилгән хәвәрдә көрситилишичә, "әскәр қобул қилидиған офитсерларға пара бериш вә башқа қанунсиз йоллар билән" йәнә нурғун лаяқәтсиз йеңи әскәрләр қобул қилинған болуп, бу һазир хитай азадлиқ армийиси дуч келиватқан негизлик мәсилиләрниң бири икән. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка дөләт мудапиә министири гейтис хитайни зиярәт қилиду
- Тәйвән дөләт байримида өзи тәтқиқ қилип ясап чиққан башқурулидиған бомбиларни параттин өткүзди
- Тәйвән дөләт байримида йеңи башқурулидиған бомбисини көрсәтмәкчи
- Хитай азадлиқ армийисиниң баш шитаб башлиқи алмаштурулди
- Ху җинтав 1- авғуст нутқида хитай коммунист армийисигә техиму көп мәбләғ салидиғанлиқини ипадилигән
- Хитай дунядики итиварини қайтидин тикләш үчүн бәзи ширкәтләрни тақашқа башлиди
- Хитайниң тәйвән ишханиси 'тәйвән мустәқиллиқи тәвәккүлчилиқ' дәп җакарлиди
- Җәнубий хитайда аптобус вәқәсидә 26 адәм қаза қилди
- Хитайдики нәччә миңлиған су амбарлири "муддәтлик бомба" ға охшап қалди