Дуня уйғур қурултейи хитай һөкүмитини кишилик һоқуқ мәсилисидә дуняға бәргән вәдисини әмәлгә ашурушқа чақирди
2007.08.08
Бүгүн 8 - айниң 8 - күни, дуня уйғур қурултейи радиомиз арқилиқ баянат елан қилип, хитай һөкүмитини кишилик һоқуқ мәсилисидә дуняға бәргән вәдисини әмәлгә ашурушқа чақирди.
Дуня уйғур қурултейиниң баянатчиси дилшат ришитниң ейтишичә, уйғурларниң кишилик һоқуқ әһвали барғансери начарлашмақта. Уйғурларниң һазир учур вастилиридин пайдилиниш әркинлики йоқ. Хитай һөкүмити чәтәл мухбирлири билән көрүшкән уйғурларни 'дөләт мәхпийәтликини ашкарилиған' дегән бәднам билән җазалап келиватиду.
Дуня уйғур қурултейи бүгүн елан қилған баянатта йәнә, хитай һөкүмити рабийә қадирниң балилирини өз ичигә алған барлиқ сиясий, диний мәһбусларни қоюп бериши керәкликини; чәтәл мухбирлириниң уйғурлар арисида әркин зиярәт қилишиға капаләтлик қилиши керәкликини тәкитлиди. Шундақла дуня уйғур қурултейи йәнә олимпик комитетидин, әгәр хитай коммунист һөкүмити кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини тохтатмиса, 2008 - йилида бейҗиңда өткүзилидиған мусабиқини әмәлдин қалдурушни тәләп қилди. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Олимпик комитети әмәлдариниң бейҗиң олимпик мусабиқиси һәққидики сөзи тәнқидкә учриди
- Хитай армийиси бейҗиң олимпик мусабиқисида бихәтәрликни қоғдаш хизмитигә қатнишиду
- Хитай олимпик мунасивити билән рабийә қадир башлиқ бир қанчә уйғурниң һәрикитигә диққәт қилишни бәлгилигән
- Бейҗиң олимпик йиғини вә униң бихәтәрлик мәсилиси
- Хитайниң нәзиридә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң тәнқиди "олимпикни сиясийлаштуруш"
- Чен шүйбийән : тәйвән қайта мустәқиллиқ елан қилмайду