Б д т вә олимпик комитети: бейҗиңниң һава булғиниши түзәлмисә, бәзи тәнтәрбийә түрлирини кечиктүрүши мумкин
2007.10.26
Хәлқара олимпик комитети, әгәр хитай келәр йилға қәдәр җиддий тәдбир қоллинип, бейҗиң шәһириниң һава булғинишини яхшилимиса бу бәзи олимпик тәнтәрбийә түрлириниң кечиктүрүлүшигә сәвәбчи болуш еһтимали барлиқини агаһландурди. Бейҗиң олимпик йиғининиң қистап келишигә әгишип, бейҗиң шәһириниң һаваси хитай даирилириниң бешини ағритидиған әң чоң мәсилә болуп қалди.
Б д т ниң муһит программисини елан қилған доклатта, бейҗиңниң һавасини пакизлаш хизмити наһайити аста меңиватқанлиқини әскәртип, бу шәһәрдә һаваниң булғиниши дуня сәһийә тәшкилатиниң өлчимидин ешип кәткәнликини тәкитлигән. Хәлқара олимпик комитетиниң тәкшүрүш өмики алдинқи күни бейҗиң шәһириниң һаваси өзлиридә җиддий әндишә қозғаватқанлиқини билдүрди.
Тәкшүрүш өмикиниң башлиқи хейн вербруген, һава булғинишиниң йеник атлитка түрлиригә тәсир көрситидиғанлиқини тәкитләп, бейҗиңниң "һава саплиқи наһайити еғир мәсилә" дәйду. Хәлқара олимпик комитети рәиси роге, илгири һава булғиниш түпәйли талада өткүзүлидиған бәзи тәнтәрбийә түрлириниң кечиктүрүлүш еһтимали барлиқини билдүргән.
Б д т муһит программисиниң доклатида, хитайниң олимпик йиғиниға қәдәр дуня сәһийә тәшкилатиниң өлчимидики көрсәткүчкә һәргиз йетәлмәйдиғанлиқини илгири сүрди. Лекин бейҗиң олимпик йиғини тәшкили комитети, бәзи қошумчә тәдбирләрни алғанлиқини, болупму машиниларға чәклимә қоюп, бәзи завутларни вақтинчә тақиғанлиқини вә буниң һавани пакизлаш роли ойнайдиғанлиқини тәкитлигән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Бейҗиңдики һава булғиниши бир қисим тәнһәрикәт түрлириниң вақтини кечиктүрүши мумкин
- Хәлқара олимпик комитети, бейҗиң олимпик мәшилини тәйвәндин өткүзүш пиланидин вазкәчти
- Хитай бейҗиң олимпик һәрикити террор тәһдитигә дуч келиватқанлиқини билдүрмәктә
- Дуня аяллар путбол лоңқиси хитайниң шаңхәй шәһиридә башланди
- Д у қ хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқиниң чақириқиға қарши баянат елан қилди
- Атақлиқ кино чолпини ричард гер, хитайни кишилик һоқуқ мәсилисидә очуқ болушқа чақирди
- Әнгилийә минситири, хитай һөкүмитидин кишилик һоқуқ хатирисини яхшилишини тәләп қилди
- Гретсийидики от апитидә 50 тин артуқ адәм өлди
- Афенада бейҗиң олимпик йиғиниға қарши кишилик һоқуқ мәшили яндурулди