Хитай оқуғучиларни уйғур елиға маканлаштуруш тәдбирлири ишқа ашурулмақта


2007.12.02

Ичкиридики алий мәктәпләрни пүттүргән хитай яшлирини уйғур елиға елип келип орунлаштуруш үчүн йолға қоюлуватқан "ғәрбий районларға ярдәм бериш" пилани бойичә һәр йили көплигән хитай яшлири уйғур елиға келип ишқа орунлашмақта һәмдә уларниң көпчилики яхши имтияз вә параванлиқ капаләтлири астида уйғур елида маканлишиши пурситигә еришмәктә.

Ғәрбий районларға ярдәм бериш пиланидин башқа йәнә 2000- йили, хитай маарип министирлики, хитай компартийиси мәркизий комитети тәшвиқат идариси қатарлиқ орунлар тәрипидин тәсис қилинған " ғәрбни ечиш оқуш мукапат лайиһиси" дәп аталған риғбәтләндүрүш һәм ярдәм бериш оқуш мукапат соммиси йеқинда ишләпчиқириш қурулуш армийисиниң асаслиқ базиси һесаблинидиған шихәнзә шәһиридики 38 нәпәр хитай алий мәктәп оқуғучисиға берилгән.

Игилишимизчә, мутләқ зор санни хитайлар игилигән шихәнзә университетида өткүзүлгән мукапат бериш мурасимида мукапатқа лаяқәтлик болған һәр бир оқуғучи 5000 миң йүәндин нәқ пулға еришкән. Мурасимда сөз қилған оқуғучилар вәкиллири өзлириниң шинҗаңда қелип, партийә, һөкүмәт вә җәмийәт үчүн хизмәт қилидиғанлиқ вәдилирини билдүрүшкән. Шинҗаң хәвәр ториниң бу һәқтики бир хәвиригә асасланғанда, һазирғичә, ишләпчиқириш қурулуш армийисиниң 8-дивизийисидики 60 нәпәр оқуғучи бу мукапатқа еришкән.

Узун йил шихәнзидики алий оқутуш орунлирида хизмәт қилған бир әрбабниң ейтишичә, мәзкур оқуш мукапат пилани асаслиқи биңтүәндики хитай оқуғучиларға қаритилған болуп, нөвәттә, биңтүәндики хитайларниң хитай мәркизий һөкүмитиниң бәзи сиясәтлиригә болған наразилиқлири күчлүк болмақта, һәтта бир қисим хитайлар пәрзәнтлириниң мумкин қәдәр ичкири шәһәрләрдин иш тепип кетишини арзу қилиду. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.