Хитай һөкүмити турпан, қумул каризлирини қоғдаш - йеңилаш үчүн дуня банкисидин йүз милйон америка доллири қәрз алди


2007.11.28

Уйғур аптоном райониниң 2008 ‏- йилидин 2010 ‏- йилиғичә турпан, қумул каризлирини қоғдаш -йеңилаш, суғуруш сестимисини өзгәртиш пиланини хитай дөләт кабинити тәстиқлиған вә буниң үчүн 180 милйон америка доллири мәбләғ селишни бәлгилигән.

Шинхуа агентлиқиниң 28 ‏- ноябир күни хәвәр қилишичә, хитай һөкүмити бу пиланни орунлайдиған мәбләғ мәсилисини һәл қилиш үчүн дуня банкисидин йүз милйон америка доллири қәрз алған.

Кариз 2006 ‏- йили дунявий мәдәний мираслар тизимликигә елинған иди. У уйғур хәлқниң йәр асти сүйини йәр йүзигә еқитип чиқип териқчилиқ қилидиған әнәнивий техникиси. Кариз техникиси турпан, қумул районлирида аз дегәндә 2000 йилидин буян мәвҗут. Гәрчә дуняда 40 дөләттә кариз болсиму, әмма тарихтин буян сақлинип келиватқан кариз излири уйғур аптоном районида әң көп.

Хитай һөкүмити елан қилған санлиқ мәлуматларда, турпан - қумул районида буниңдин 50 йил бурун 1700 кариз барлиқи, шуниңдин кейин һәр йили 20 дәк кариз харап қилинишқа учрап, һазир аран 600 кариз қалғанлиқи етирап қилинған. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.