Тәйвән башқурулидиған бомбилириниң учуш мусаписини ашурди


2007.04.23

Тәйвән башқурулидиған бомбилириниң зәрбә бериш мусаписини ашурған болуп, һазир хитайниң һәрбий айродромлириға вә башқурулидиған бомба базилириға зәрбә бериш иқтидариға игә болған.

Франсийә агентлиқиниң 23 ‏- април бәргән хәвиридә, тәйвәндин чиқидиған хитай вақит гезити бәргән мәлуматлардин нәқил кәлтүрүшичә, шюң-фең ( дәһшәтлик- боран) 2E типлиқ башқурулидиған бомбиниң зәрбә бериш мусаписи 600 километирға ашурулған. Әмма, җуңшән пән-техника институтидики тәтқиқатчиларниң ейтқанлириға қариғанда, бир нәччә қетимлиқ синақ җәрянида мәзкур бомбиниң зәрбә бериш мусаписи 800 кломитерға йәткән икән.

Хәвәрдә қәйт қилинишичә йәнә, әгәр хитай билән тәйвән арисида уруш партлиса, мәзкур бомбилар хитайниң җәнубий хитайға җайлашқан һәрбий айродромлири вә башқурулидиған бомба базилириға зәрбә бериш үчүн ишлитилидикән. Хитай йеқинда әгәр тәйвән мустәқиллиқ илан қилип қалса тәйвәнгә бесип киримиз дәп тәһдит салған иди. Лекин, тәйвән мудапиә министири юқириқи хәвәрләр үстидә пикир баян қилишни рәт қилған.

Шу җай вақти дүшәнбә күни, тәйвән президенти чен шуйбйән, тәйвән бирләшкән дөләтләр тәшкилати, дуня сәһийә тәшкилати вә башқа хәлқаралиқ тәшкилатларға өз исми билән қатнишиш ишлирини илгири сүридиғанлиқи тоғрисида ирадисини билдүргән. У мундақ дегән: "тәйвәндики 23 милйон хәлқ һәргизму бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң сиртида қалдурулмаслиқи, шундақла хитайниң һәрбий тәһдитигә тәнһа тақабил турмаслиқи керәк. Бу тәйвән үчүн бир адаләтсизлик".

Чен шуйбйәнниң бу сөзлири америкиниң әйиблишигә учриған. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.