Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати америка һөкүмитидин, хитайниң кишилик һоқоқи һәққидики тәләплирини оттуриға қойди


2007.12.21

21- Декабир җүмә күни, кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати америка ташқи ишлар министири кандилиза райсқа хәт йоллап америка һөкүмитидин, хитайниң кишилик һоқоқ хатирисини илгири сүрүштә қандақ пилани барлиқини 2008- йиллиқ бейҗиң олимпикидин бурун җамаәткә чүшәндүрүши керәкликини тәләп қилди.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати асия бөлүминиң директори суфи ричардсон ханим, президент бушниң 2008- йиллиқ бейҗиң олимпикини ечиш мурасимиға қатнишиш тәклипини қобул қилғанлиқи вә башқа дөләт рәһбәрлириниң ечилиш мурасимиға қатнишини, хитай һазир өзи йүргүзүватқан сиясәт вә қилмишлириниң хәлқара җәмийәтниң тәстиқиға еришкәнлики, дәп сүрәтләйдиғанлиқини көрсәтти вә "шу хилдики хата чүшәнчини берип қоймаслиқ үчүн, америка һөкүмити чоқум, хитайда изчил давамлишип келиватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини хитай һөкүмитиниң алдида қандақ оттуриға қойидиғанлиқи һәққидә җамаәт алдида баян қилиш керәк" деди.

Хитайда өткүзилидиған олимпик йиғини мунасивити билән кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати, ахбарат әркинлики, аққун ишчиларниң хорлиниши, олимпиккә мунасивәтлик қурулушларни елип бериш үчүн түркүм-түркүмләп мәҗбурий аилә көчүрүш, қарши пикирдикиләрни җимиқтуруш үчүн елип бериливатқан нәзәрбәнткә елиш қатарлиқ чоқум тилға елиниш зөрүр болған төт нуқтини рәткә тизди.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати америка һөкүмитини олимпик бихәтәрликини қоғдаш ишлириға қайси җәһәтләрдә арилишидиғанлиқини чүшәндүрүшкә вә америка-хитай юқири дәриҗилик рәһбәрлири учришишида кишилик һоқуқ мәсилисини оттуриға қоюшқа қистиди.

Ричардсон ханим йәнә, "биз америка һөкүмәт хадимлириниң келәр йил авғусттин бурун хитай һөкүмитидин кишилик һоқуқни яхшилаш тәрәпләрдә немиләрни күтидиғанлиқини бекитип чиқишини үмид қилимиз" деди.

2008- Йиллиқ бейҗиң олимпики дуняниң һәрқайси җайлиридики кишлик һоқуқ тәшкилатлириниң қаттиқ наразилиқиға учрап келиватқан болуп, америкилиқ кино чолпини вә кишилик һоқуқ паалийәтчиси мия фарров ханим хитайниң дарфурда қирғинчилиқ елип бериватқан судан һөкүмитини қоллап келиватқанлиқини әйибләп, бейҗиң олимпикини "қирғинчилиқ олимпики" дәп атап, байқут қилиш пикирини оттуриға қойған. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.