Хитай окул арқилиқ өлүм җазаси иҗра қилишни омумлаштурмақчи
2008.01.03
Хитай қанун иҗра қилиш оргинидики юқири дәриҗилик бир хадим, хитайниң өлүм җазаси иҗра қилғанда окул арқилиқ өлтүрүш усулини пүтүнләй омумлаштуруш һәққидә ойлишиватқанлиқини билдүргән.
Хитайда чиқидиған " җуңго күндилик гезити" ниң пәйшәнбә күнидики санида, хитай алий хәлқ сот мәһкимисиниң муавин мудириниң сөзи нәқил кәлтүрүлгән болуп, узун болмиған мүддәт ичидә өлүм җазаси иҗра қилидиған барлиқ сот органлириниң дорилиқ окул селиш усули билән өлүм җазасини йолға қоюшни омумлаштуридиғанлиқи тәкитләнгән. Мәзкүр сот хадими йәнә":окул билән өлүм җазаси иҗра қилиш адиллиққа бир қәдәр йеқин " дегән.
Алий сот мәһкимисиниң бу әмәлдари йәнә, һазир хитайниң һәрқайси җайлирида оттура хәлқ сот мәһкимисиниң йеримидин көпрәкиниң бу хил усулни қоллиниватқанлиқини ейтқан. Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири давамлиқ түрдә, хитайниң өлүм җазасини көп иҗра қилиш һәрикитини тәнқидләп кәлмәктә. Кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң мөлчәрләшлиригә қариғанда, хитайда һәр йили өлүм җазаси иҗра қилиниватқанларниң сани, барлиқ дөләтләрниң өлүм җазаси иҗра қилиниватқанлар омумий санидин ешип чүшидикән.
Гәрчә хәлқара қанунларда сиясий җинайәтчиләргә өлүм җазаси һөкүм қилиш чәкләнгән болсиму, әмма уйғур сиясий мәһбуслири йәнила хитайниң өлүм җазасидин қутулалмай кәлмәктә. Техи йеқиндила икки нәпәр уйғур сиясий мәһбус өлүм җазаси билән қәтли қилинған иди. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайда "мүлүк қануни" иҗра қилинишқа башлиди
- Микрочип технологийә ширкити, хитайниң шаңхәй хәйер топлаштурулған токйоли ширкити үстидин сотқа әрз сунди
- Бейҗиңлиқ мутәхәссис лу җәнхуа 20 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинди
- Хитай һөкүмти, дуңҗуда 19 киши үстидин сот ачти
- Хитай алий соти топилаңчи ишчиларға берилгән қамақ җазасини бикар қилди
- "Химийилик әли" уруш җинайәтчиләр сот мәһкимисидә сотлиниду