Хитайниң 40 йиллиқ иқтисадий гүллиниши аяғлашқандин кейин, ақивити немә болиду?

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2023.11.06
xitay-iqtisadi-shanghai-yuk-sanduq-yukdan Бир йүк машиниси шаңхәй әтрапидики яңшән портидики йүк сандуқи районида кетиватиду. 2012-Йили 23-март, шаңхәй
REUTERS

40 Йилдин буян хитай ислаһат-ечиветиш сияситини йолға қоюп, чәт әл мәблиғини киргүзүп, көплигән завутларни қуруп, егиз биналарни селип, юқири сүрәтлик ташйолларни ясап дуняниң диққитини тартқудәк зор тәрәққиятларға еришкән болуп, бу иқтисадий гүллиниш хитайни намратлиқтин қутулдуруп, дуня бойичә иккинчи чоң иқтисадий гәвдигә вә дуняға әң көп мал експорт қилидиған дөләткә айландурғаниди. Әмма хитайниң сүрәт қоғлишип мәйданға кәлтүргән бу тәрәққияти бүгүнгә кәлгәндә тохтап қалған, чүнки бу хил тәрәққият модели вә иқтисад әндизиси бузулуп, карға кәлмәс һалға кәлгән.

 Йеқинда “вал стрет журнили” торида елан қилинған “хитайниң 40 йиллиқ гүллиниши аяғлашти, әмди немиләр мәйданға келиду? ” намлиқ мақалидә бу мәсилә әтраплиқ йорутулған. Униңда берилгән мәлуматларға асасланғанда, хитайниң нәччә он йилдин буян давамлишип кәлгән “тез тәрәққияти” хитайниң еғир қәрз патқиқиға петиши билән туруп қалған, хитайниң көп қисим җайлиридики айродурумлар толуқ ишлитилмәй ташлинип қалған, милйонлиған бина өйләр қуруқ қалған, хитайниң салған мәблиғидин қайтуруп алалиған пайдиси җиддий төвәнлигән.

Мақалидә ейтилишичә, иқтисадшунаслар хитайниң иқтисад төвәнләш дәвригә киргәнликини, хитай нопусидики қерилишиш вә әмгәк күчлириниң азийиши, шундақла америка билән явропа иттипақиниң хитай билән сода җәһәттики мәнпәәт сүркилишлири вә зиддийәтлири сәвәбидин хитай иқтисадиниң буниңдин кейин техиму хараблишидиғанлиқини оттуриға қойған. Бу әмәлийәттә, хитай иқтисадиниң қисқа муддәтлик чекиниш вәзийитини әмәс, бәлки узун муддәтлик хараблишиш дәврини барлиққа кәлтүридикән.

 Америкадики сиясий анализчи андерс кор әпәндиниң билдүрүшичә, хитай иқтисадиниң чөкүши ши җинпиңниң мустәбит, иғвагәр сиясити билән мунасивәтлик, униң ковидни қамал қилиш тәдбириму хитай иқтисадиға еғир зәрбә бәрди. Хитай иқтисадиниң чекиниши дуня иқтисадида иҗабий өзгириш елип келиши мумкин, мәсилән, башқа дөләтләр хитайға тайиништин қутулиду, хитай монопол қиливалған кәсипләрни өз алдиға тәрәққий қилдуруп көплигән иш пурсити яритиду.

У мундақ деди: “Goldman Sachs ниң мөлчәричә, хитай әгәр америкаға киргүзидиған мелиниң баһасини 0. 25 Пирсәнт өстүрсә, америкаму униңдин алидиған таможна беҗини 0. 25 Пирсәнт өстүриду. Мәнчә пул пахаллиқи унчә начар иш әмәс, бәлки униң ишқа орунлишиш нисбитини юқири көтүрүш, иқтисадта пайдиға меңишни ишқа ашуруш җәһәттики тәсири америка иқтисади вә башқа иқтисадий гәвдиләргә пайдилиқ” .

 “японийә иқтисад хәвәрлири” ториниң 3-ноябир күни елан қилған мақалисидә ейтилишичә, 2023-йил хитайдин чиқип кәткән мәбләғ хитайға киргән мәбләғдин тунҗи қетим ешип кәткән. Буниңдики асаслиқ сәвәб, америка билән хитай оттурисида давамлишиватқан сода сүркилиши вә хитайниң “җасуслуққа қарши һәрикәт” елип берип, чәт әл карханилирини әнсизликкә селиши икән.

 “бломберг хәвәрлири” ториниң 1-ноябир күни бәргән хәвиридә ейтилишичә, америкадики әң чоң мәбләғ селиш ширкәтлиридин бири болған авангард гуруһи (Vanguard Group) хитайдин 4 тириллийон долларға йеқин мәблиғини чекиндүргән һәмдә шаңхәйдики иш беҗириш орнини тақиған.

Хәлқара пул фонди тәшкилатиниң мөлчәригә асасланғанда, хитайниң кәлгүси бир нәччә йилдики омумий ишләпчиқириш қиммити (GDP) ниң өсүш нисбити 4 пирсәнттин төвән болидикән. Йәни 40 йилдин буянқи йиллиқ өсүш нисбитиниң йеримиғиму йәтмәйдикән. Хитайниң 2019-йилдики йиллиқ омумий ишләпчиқириш қиммитиниң өсүши 5 пирсәнттин 3 пирсәнткә чүшүп қалған болуп, 2030-йилиға барғанда 2 пирсәнт әтрапида болидикән. Бундақ болғанда, хитай компартийәси баш секретари ши җинпиңниң 2035-йилиға барғанда хитайниң иқтисадий көлимини бир қатлаш, америкадин ешип чүшүп дунядики биринчи чоң иқтисадий гәвдә болуш пилани суға чилишидикән.

 “вал стрет журнили” да елан қилинған мәзкур мақалидә көрситилишичә, хитайниң өй-мүлүк базири хитай иқтисадиниң 25 пирсәнтини игиләйдиған болуп, хитай банкилири қәрз беришни кеңәйтиш вә өсүм нисбитини тәңшәш арқилиқ бу базарниң гүллинишини сақлашқа тиришип кәлгән. Әмма хитай иқтисадиниң чекиниши, ғәрб әллириниң хитай маллириға болған еһтияҗиниң азийиши, хитай банкилириниң давамлиқ қәрз беришкә амалсиз қелиши сәвәбидин хитайниң өй-мүлүк “көпүк иқтисади” му вәйран болушқа башлиған. Хитайниң көплигән өй-мүлүк ширкәтлири вәйран болған. Йәр сетип пул тапидиған йәрлик һөкүмәтләр өй-мүлүк базириниң касатлишиши билән тәң иқтисад җәһәттә қуруп кәткән. Өй-мүлүк базириниң хараблишиши хитайниң башқа саһәлиригиму тәсир көрситишкә башлиған. ясаш санаити көлими кичиклигән, експорт миқдари азлиған, яшларниң ишсизлиқ нисбити йеңи тарихий рекорт яратқан.

Өткән йил хитай пуқралириниң йиллиқ кирими 12 миң 850 долларға йәткән болсиму, дуня банкисиниң өлчимидики “юқири киримлик дөләтниң әң төвән өлчими” болған 13 миң 845 долларға йәтмигән. Хитайниң йеқинда өлгән баш министири ли кечяңниң ашкарилиғини бойичә ейтқанда, әмәлийәттә, 600 милйон хитай пуқрасиниң йиллиқ кирими 1000 долларғиму йәтмәйдикән.

Хәлқара һесабат банкисиниң санлиқ мәлуматиға асасланғанда, хитайниң 2022-йилғичә боғулған қәрзи, җүмлидин хитайниң йәрлик һөкүмәтлири вә дөләт карханилири боғулған қәрзләр хитайниң омумий ишләпчиқириш қиммитиниң 300 пирсәнтигә йәткән болуп, американиң қәрздарлиқ сәвийәсидинму ешип кәткән. Хитай һөкүмитиниң биваситә қәрз беридиған түрләргә мәбләғ аҗритидиған малийә күчи чәклик болғачқа, пиландин сирт қәрз бериш усулини қолланған; хәлқара пул фондиниң ашкарилишичә, хитайниң бу усулда бәргән қәрзи бу йил 9 тириллийон доллардин ешип кәткән.

Андерис кор әпәндиму хитайдики қәрз мәсилисиниң еғирлиқини билдүрүп мундақ деди:

 “нурғун санлиқ мәлуматлар шуни көрситиватидуки, хитай иқтисади һазир наһайити начар. Хитай банкилири начар қәрз патқиқиға патти, өй-мүлүк кәспидә қәрзгә боғулуш әһвали еғир. Йәрлик һөкүмәтниң қолида түзүк пул йоқ, хитай тәрәп долларни көпләп сетип, хитай пулиниң қиммитини сақлашқа урунмақта, ундақ қилмиса хитай пули пахал қилип сетилиду” .

Иқтисадшунаслар хитайниң иқтисадини җанландурушниң әң яхши чариси хитайдики истемални ашуруш, мулазимәт кәспини раваҗландуруш дәп көрсәткән.

Америкадики рәнд сиясәт тәтқиқат орниниң истратегийә вә хәвпсизлик мутәхәссиси раймонд ко мундақ деди: “мәнчә хитай қәрз вә иқтисадий қурулма җәһәттә нурғун қийинчилиқларға дуч кәлди. Буниң хели узун мәзгил давамлишидиғанлиқи тәхмин қилинмақта. Мәбләғ селиш вә експортқа тайинипла иқтисадини гүлләндүргән японийә қатарлиқ дөләтләр иқтисадий тәңпуңлуқни сақлиялмиғачқа, мәлум мәзгилдин кейин тәрәққияти астилап қалди. Қизиқарлиқ йери шуки, хитайму һазир ашундақ әһвалға дуч кәлди вә бу мәсилини һәл қилишни халимиди. Шуни билимизки, буни һәл қилишниң чариси истемалчиларни пул хәҗлигүзүш. Сиз буниң бир амалини чоқум тепишиңиз керәк, я дөләтниң иҗтимаий параванлиқ системисини қоллинисиз, яки пулни биваситә пуқраларниң қолиға берисиз, шу арқилиқ истемалчиларниң ишәнчини күчәйтип, уларни истемалға үндәйсиз” .

Дуня банкисиниң санлиқ мәлуматиға қариғанда, хитай истемалчилириниң хитай омумий ишләпчиқириш қиммитидә игилигән нисбити 38 пирсәнт болса, америкада 68 пирсәнт икән. Әмма ши җинпиң вә униң мәслиһәтчилири америкачә истемалниң иқтисадтики ролиға гуман билән қариған. Уларниң қаришичә, хитай һазир санаәт иқтидарини күчәйтип, ғәрб дөләтлири билән болидиған тоқунушқа һазирлиниватқан пәйттә, америкачә истемал йолини тутуш бир хил исрапчилиқ.

Америкадики хитай вәзийити анализчиси ху пиң әпәнди америка вә башқа көплигән дөләтләрниң истемални җанландуруш йоли билән иқтисадни гүлләндүридиғанлиқини, һазирқи хитайниң болса, истемални азайтип, дөләтниң күчини кеңәйтиватқанлиқини билдүрүп мундақ деди: “хитай һөкүмити өзиниң дөләт күчини ашурушни хәлқниң еһтияҗини қамдаштин үстүн көриду. Бу хитайдәк мустәбит бир һакимийәтниң алаһидиликидур. Бундақ иқтисадниң махтиғучилики йоқ, бәлки у хитай иқтисадиниң тәрәққият шәклидики еғир мәсилини ашкарилап бериду” .

Андерс кор әпәндиниң қаришичә, хитайниң һазир дөләтниң күчини ашурушни биринчи орунға қоюши әмәлийәттә униң сабиқ совет иттипақиниң йолида маңғанлиқини көрситиду. Мәйли ситалин яки мав зедуң болсун, уларниң һәммиси дөләтни күчлүк қилишнила көзлигән, хәлқниң қолиға һечнемә бәрмигән, һәтта уларни ач қоюп өлтүргән. У мундақ деди: “мав зедуң, ситалин дегәнләр хәлқниң истемалини қисип қойған, чүнки улар армийә қуруш, башқа дөләтләргә ярдәм бериш арқилиқ өз тәсирини кеңәйтиш билән болуп кәткән. Ши җинпиңму һазир шундақ қиливатиду, өз пуқралириға сәл қараватиду. Уларниң истемалини азайтип, ишләпчиқириш күчидинла пайдилиниватиду; шу арқилиқ дөләтниң қурулуш түрлиригә ярдәм қиливатиду, мәнчә булар хитай пуқралириға зиянлиқ” .

Ши җинпиң рәһбәрликидики хитай һазир “дөләт күчи биринчи мәсилә, хәлқ турмуши иккинчи мәсилә” дегән йөнилиштә кетиватқан болуп, немә болушидин қәтийнәзәр хитайни техиму күчлүк санаәт дөлитигә айландуруш, йерим өткүзгүч техникиси, токлуқ аптомобил техникиси вә сүний әқил техникисида дуняниң алдиға өтүшкә һәрикәтләнмәктә икән. Әмма хитай бу саһәдә америка башчилиқидики ғәрб әллиригә тайинидиған болуп, ғәрб әллири хитайни бу хил илғар техника билән тәминләшниң хәтирини аллиқачан тонуп йетип, зөрүр тәдбирләрни елишқа башлиған. Йәнә бир җәһәттин, хитай иқтисадий җәһәттә чөксә, униң бу техникиларни тәрәққий қилдуруш имканийитиму чәклимигә учрайдикән.

Хитай иқтисадиниң чекиниши ши җинпиңға болған наразилиқниң күчийишигә сәвәб болған. Шу сәвәбтин, ши җинпиң дөләт ичидә бастурушни күчәйтиш, хәлқарада болса чил бөрә дипломатийәси қоллиниш арқилиқ, иқтисадниң төвәнлишидин пәйда болған җәмийәт муқимсизлиқини тизгинлимәкчи болған. 8-Айниң 10-күни, америка пирезиденти җов байдин “хитайниң иқтисади қәрәллик партлайдиған бир бомбиға охшап қалди” дейиш арқилиқ, бу иқитисадий киризис партлиғанда хитай рәһбәрлириниң нийәтни бузуп, хәтәрлик урушқа тәвәккүл қилиши мумкинликини оттуриға қойған.

Ху пиң әпәнди бу һәқтә тохтилип мундақ деди: “пирезидент байдинниң бундақ дегини хитайни бундақ қилмаслиққа агаһландурғини. Көплигән мустәбит дөләтләрниң каттибашлири дөләт ичидә чатақ чиққанда сиртқа һәрбий һуҗум қозғаш арқилиқ пуқралириниң диққитини бурашқа уруниду. Мустәбитләр даим мушундақ усулни қоллиниду. Җов байдинниң бу гәпни дейиши ши җинпиң чоқум тәйвәнгә һуҗум қилиду дегәнлик әмәс, ши җинпиң у мәсилини һәр тәрәптин ойлайду. Җов байдин пәқәт ши җинпиңни агаһландуруп, “биз сениң тәйвәнгә һуҗум қилиш нийитиңни билимиз, дөләт ичидики мәсиләңдин пуқралириңниң диққитини бураш үчүн шундақ қилидиғанлиқиңниму билимиз, әгәр хәлқ сениң бу нийитиңни билсә, саңиму зәрбә болиду, у чағда сениң уни қилишиң тәс болиду” демәкчи. Бу гәпниң ашундақ роли бар” .

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.