Әнқәрәдики хитай әлчиханиси: “түркийәдики хитайға қарши намайишлардин әнсизлик һес қиливатимиз”

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2020.01.03
Xitay-Elchixanisi-Turkiye.jpg Хитайниң түркийәдики әлчиханисиниң тор бетидә елан қилинған, түркийәдә уйғурларни қоллап елип бериливатқан намайишлардин әнсизлик һес қиливатқанлиқини тәкитлигән баянат. 2019-Йили 30-декабир. Әнқәрә, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

30-Декабир күни хитайниң әнқәрәдә турушлуқ әлчиханисиниң баянатчси хитай әлчиханисиниң тор бетидә баянат елан қилип, түркийәдә уйғурларни қоллап елип бериливатқан намайишлардин әнсизлик һес қиливатқанлиқини тәкитлигән.

Уйғур мәсилисиниң хәлқарада күчлүк диққәт қозғишиға әгишип, түркийәниң һәр қайсий вилайәт, шәһәр вә наһийәлиридә хитайға қарши аммивий наразилиқ намайишлири үзүлмәй йүз бәрмәктә. Түркийәдики бәзи өктичи партийәләрму уйғур мәсилиси бойичә хитайни әйибләп, арқа-арқидин баянат елан қилмақта. Бу баянатларда түркийә һөкүмитини уйғурларға игә чиқишқа чақирмақта. 

Болупму 20-декабир истанбулда инсаний ярдәм вәқпиниң уюштуруши билән өткүзүлгән чоң намайиш вә униңдин кейин түркийәниң һәр қайси шәһәр вә вилайәтлиридә уйғурларни қоллаш йүзисидин өткүзүлгән хитайға қарши наразилиқ намайишлири хитайниң әнқәрәдә турушлуқ әлчиханисини чөчүткән.

Бир мухбирниң “йеқиндин буян түркийәниң нурғун җайлирида хитайға қарши наразилиқ намайишлири өткүзүливатиду. Буниң түркийәдә турушлуқ хитай ширкәтлири вә хитай пуқралириға қандақ тәсири боливатиду?” дегән соалиға хитай әлчиханисиниң баянатчиси мундақ дәп җаваб бәргән: “әлчиханимиз түрк ахбарат органлириниң зияритини қобул қилиш вә аммивий алақә йоллири арқилиқ дөлитимизниң шинҗаң уйғур аптоном районида елип бериватқан терорлуққа вә ашқунлуққа қарши тәдбирлирини обейктип һалда тәпсилий аңлитип кәлдуқ. Лекин бәзи яман нийәтлик күчләрниң күшкүртүши билән түркийәниң бәзи җайлирида хитайға қарши намайишлар өткүзүлмәктә. Түркийәдики хитай пуқралири, хитай оқуғучилар вә хитай ширкәтлиридә ишләйдиған хизмәтчи хадимлар әлчиханимиз билән алақә қилип, өзлириниң күндилик турмуш вә хизмәтлириниң дәхил-тәрузға учраватқанлиқидин шикайәт қиливатиду. Биз хитай әлчиханиси болуш сүпитимиз билән вәзийәтни йеқиндин көзитиватимиз вә әнсизлик һес қиливатимиз. Биз түркийәдики хитай пуқралирини вә түркийәгә келип саяһәт қилмақчи болған саяһәтчиләрниң түркийәниң нөвәттики бу вәзийитигә йеқиндин диққәт қилишини үмид қилимиз. Әгәр вәзийәттә бәзи өзгиришләр болса силәргә уқтуруш қилимиз.”

Қиммәтлик радийо аңлиғучилар, әнқәрәдики хитай әлчиханисиниң бунчиливала әнсиришидики сәвәб немә? хитай әлчиханиси тәкитлигәндәк хитай дипломатлири хитайниң уйғурларға қарита йүргүзиватқан сиясәтлириниң ич йүзини обейктип вә әйнән аңлитиватамду? хитай әлчиханиси ейтқандәк түркийәдики уйғурларни қоллап елип бериливатқан аммивий намайишлар бәзи яман нийәтлик күчләрниң күшкүртиши билән боливатамду? 

Истанбул университетиниң тарих пәнлири оқутқучиси доктор өмәр қул әпәнди зияритимизни қобул қилип, түрк хәлқиниң узун йиллардин буян уйғурларни қоллап келиватқанлиқини, бу қетимқи наразилиқ намайишлириниң тарихта көрүлүп бақмиған шәкилдә кеңәйгәнликини, намайишларниң күшкүртүш билән әмәс, бәлки өзликидин тәшкиллиниш билән болуватқанлиқини баян қилди. 

Таратқуларда елан қилинған баянатларға асасланғанда, түрк хәлқи биринчидин түркийә һөкүмитигә бесим ишлитиш арқилиқ һөкүмәтниң уйғурларни қоллишини әмәлгә ашуруш, иккинчидин хитайниң уйғур сияситигә бивастә тәсир көрситиш үчүн бу намайишларни елип барған икән. 

Он миңлиған түрк хәлқиниң кочиларға чиқип намайиш қилиши хитайниң уйғур сияситигә тәсир көрситәләрму? әнқәрәдики уйғур тәтқиқат иниститутиниң мудири доктор әркин әкрәм әпәнди бу хил аммивий намайишларниң хитайға чоқум тәсир көрситәләйдиғанлиқини илгири сүрди.
Түркийә дунядики муһим саяһәт дөләтлиридин бири һесаблиниду. Хитай һөкүмити түркийә билән болған тиҗарий тәңпуңсизлиқни хитай саяһәтчиләрни көпләп әвәтиш арқилиқ тәңшәйдиғанлиқини тәкитләп кәлмәктә. 

Түркийәдә хитайға қарши елип бериливатқан намайишларни түркийә һөкүмити иқтисадий мәнпәәтни дәп тосуп қоюш еһтимали мәвҗутму? доктор әркин әкрәм әпәнди түркийә һөкүмитиниң бу мәсилидә бәзи чәклимиләрни қоюш еһтималиниң барлиқини, лекин пүтүнләй чәклийәлмәйдиғанлиқини баян қилди. 

Хитайниң әнқәрәдики әлчиханиси елан қилған мәзкур баянат хитайниң шинхуа агентлиқидиму елан қилинған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.