“хиялимдики шәрқий түркистан” намлиқ рәсим сизиш мусабиқисиниң мукапат тарқитиш мурасими өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2021.06.25
“хиялимдики шәрқий түркистан” намлиқ рәсим сизиш мусабиқисиниң мукапат тарқитиш мурасими өткүзүлди “хиялимдики шәрқий түркистан” темисидики рәсим сизиш мусабиқисиниң мукапат тарқитиш мурасимида “ийи” партийәси рәиси мәрал ақшәнәр ханим сөз қилмақта. 2021-Йили июн, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

“хиялимдики шәрқий түркистан” темисидики рәсим сизиш мусабиқисиниң мукапат тарқитиш мурасимида сөз қилған “ийи” партийәси рәиси мәрал ақшәнәр ханим шәрқий түркистан мәсилисиниң өз партийәсиниң әң муһим мәсилиси икәнликини, бу қетим мукапатқа еришкән рәсимләрниң түркийәниң һәр қайсий җайлирида көргәзмә қилинидиғанлиқини тәкитлиди.

Хитайниң уйғурларға қарита “ирқий қирғинчилиқ” йүргүзгәнлики америка һөкүмити башта болуп 7 дөләт парламенти тәрипидин бирдәк бекитилгән бир пәйттә, түркийә маарип министирлиқи 5-айниң 3-күни оттура мәктәп оқуғучилири арисида “хиялимдики хитай” темисида рәсим сизиш мусабиқиси башлатқан иди. Бу паалийәт түркийәдә қаттиқ наразилиққа учриғаниди.

“хиялимдики шәрқий түркистан” темисидики рәсим сизиш мусабиқисидә биринчиликкә еришкән әкрәм обул қасим.  2021-Йили июн, түркийә.

Түркийәдики “ийи” партийәси буниңға қарши 5-айниң 19-күни, йәни түркийә яшлар байрими күни “хиялимдики шәрқий түркистан” темисида рәсим сизиш мусабиқиси башланғанлиқини җакарлиди. Мәзкур мусабиқигә түркийә бойичә башланғуч, оттура вә толуқ оттура мәктәп оқуғучилири иштирак қилған болуп, бу рәсимләр баһалинип, мукапатқа еришкәнләргә мукапат тарқитилди. Уларниң рәсимлиридин талланған рәсим көргәзмиси 23-июн күни дағдуғилиқ ечилди. “ийи” партийәси мәркизидики залда ечилған көргәзмигә партийә рәиси мәрал ақшәнәр ханим, муавин рәисләр, партийә рәһбәрлири, мукапатқа еришкәнләр вә дуня уйғур қурултийи рәһбәрлири һәмдә шәрқий түркистан аммивий тәшкилатлири мәсуллиридин болуп көп санда киши қатнашти. Мәрал ақшәнәр ханим гүлдирас алқиш садалири ичидә рәсим көргәзмисиниң лентисини кәскәндин кейин мурасим башланди.

Сәрвәт сапар һали ханим риясәтчилик қилған бу йиғин мундақ башланди: “партийәмизниң түрк дуняси вә чәт әлдики түркләр башқармиси уюштурған ‛хиялимдики шәрқий түркистан‚ намлиқ рәсим сизиш көргәзмисиниң мукапат тарқитиш мурасими‚ вә рәсим көргәзмимизниң ечилиш мурасимиға хуш келипсиләр. Алди билән бу паалийәтни уюштурған муавин рәисимиз явуз ағиралиоғлини сөзгә тәклип қилимиз.”

У шәрқий түркистан дәвасиниң партийәсиниң муһим дәвалиридин бири икәнликини тәкитләп, мундақ деди: “шәрқий түркистан мәсилиси партийәмизниң әң муһим мәсилисидур. Биз парламентта, телевизийәләрдә вә қолимизға кәлтүргән һәр пурсәттә шәрқий түркистан мәсилисини күнтәртипкә елип келишкә тиришиватимиз, бундин кейинму шундақ қилимиз. Бу рәсим мусабиқиси арқилиқ яш-өсмүрлиримизниң қәлбидики шәрқий түркистанни рәсим арқилиқ әкис әттүрүшни мәқсәт қилдуқ. Сәбий балиларниң қәлбигә хиялидики шәрқий түркистанни нәқиш қилмақчимиз.”

Явуз ағиралиоғлу әпәнди нутуқида бу рәсим көргәзмисини түркийәниң һәммә йеридә ачидиғанлиқини баян қилип, мундақ деди: “партийәмизниң рәисигиму дедуқ, бу рәсим көргәзмисини түркийәниң һәммә йеридә ачмақчимиз. Худайим буйриса шәрқий түркистандики балилар келәчәктә түркийәдики 23-апрел балилар байримиға келип қатнишалайдиған күнләргиму игә болиду дәп ойлаймиз. Ишинимизки, уларму әркинликигә еришиду.”

Арқидин “ийи” партийәсиниң рәиси мәрал ақшәнәр ханим ечилиш нутуқи сөзләп мундақ деди: “мән 1994-йили тунҗи қетим хитайға бардим. У йәрдин бир гуруппа аял өз имканлиримиз билән шәрқий түркистанға бардуқ. Қәшқәр, турпан қатарлиқ җайларни айландуқ. У йәрләрдә яш-өсмүрләрни қериларни көрдуқ. Шәрқий түркистанни екискурсийә қилиш җәрянида, у йәрдә зулумниң барғансери күчийиватқанлиқини көрдүм, лекин ишғалийәт астида шунчә бесим вә зулумға қаримай ‛шүкүр қилип‚ олтурған кишиләрни көрдүм. Мән уларниң келәчикидин, диний иетиқад вә миллий кимликлиридин әнсирәватқанлиқини һес қилған идим. Бүгүнки күндә уларниң әнсирәшлириниң қанчилик тоғра икәнликини чүшинип йетиватимән. Биз бундин кейинму шәрқий түркистан мәсилисини бурунқидәкла күнтәртипкә елип келишни давам қилимиз.”

“хиялимдики шәрқий түркистан” темисидики рәсим сизиш мусабиқисиға 300 әтрапида киши рәсим сизип йоллиған болуп, буниң ичидин 9 киши мукапатқан еришкән. “ийи” партийәсиниң истанбул шөбисидики мәсуллиридин чоқай қочар әпәнди бу һәқтә мәлумат берип мундақ деди: “рәсим сизиш мусабиқисиға 300 киши рәсим әвәтти, буниң ичидин 150 рәсимни лагер қурбанлири болған уйғур өсмүрләр сизип әвәтти. Буниң ичидин 9 киши мукапатқа еришти. Биз мукапатқа еришкән уйғурларни аптобус билән әнқәрәгә апирип мурасимға қатнаштурдуқ, кейин түркийәниң қурғучиси мустафа камал ататүркниң хатирә сарийини екискурсийә қилдурруп, истанбулға қайтуруп кәлдуқ.”

Мурасим ахирлашқандин кейин “ийи” партийәсиниң рәиси мәрал ақшәнәр ханимниң қолидин мукапатни алған, мәзкур мусабиқида биринчиликкә еришкән әкрәм обулқасимға микрофонимизни узаттуқ. У мукапатқа еришкәнликидин интайин хурсән болғанлиқини баян қилди. Әкрәм обулқасим әпәнди өзиниң мукапатқа еришкән рәсимини қисқичә шәрһиләп өтти.

Бу мусабиқигә истанбулдин қатнишип биринчиликкә еришкән 8 яштики нәргизә ташмәмәт, мукапатни “ийи” партийәсиниң рәиси мәрал ханимниң қолидин алғанлиқи үчүн интайин хурсән болғанлиқини баян қилди.

Түркийә маарип министирлиқи вә хитай әлчиханисиниң қоллиши билән әнқәрәдики хәлқара илим вә күлтүр вәхпи 2016-йилидин буян оттура мәктәп оқуғучилири арисида “хиялимдики хитай” мавзулуқ рәсим сизиш мусабиқиси өткүзүп келиватқан болуп, бу йилқиси түркийәдә қаттиқ наразилиққа учриди. Түркийәниң сабиқ баш министири, “келәчәк” партийәсиниң рәиси әхмәт давутоғлу башчилиқида көп сандики сиясәтчиләр, зиялийлар, аммиви тәшкилат мәсуллири вә хәлқ аммиси түркийәдики оттура мәктәп оқуғучилири сизған “хиялимдики шәрқий түркистан” мавзулуқ көк байрақ сизилған рәсимләрни тарқатти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.