Японийәдә уйғурлар билән хоңкоңлуқларниң бирләшмә намайиш өткүзүлди

Мухбиримиз меһрибан
2020.07.13
yaponiye-chong-namayish-2.jpg Японийә уйғур җәмийитиниң орунлаштурушида өткүзүлгән уйғурлар билән хоңкоңлуқларниң хитайға қарши бирләшмә намайишидин көрүнүш. 2020-Йили 12-июл, токйо.
Yaponiye Uyghur Jem'iyiti teminligen

Японийә пайтәхти токйода шу җай вақти 12-июл йәкшәнбә күни японийә уйғур җәмийитиниң орунлаштурушида уйғурлар билән хоңкоңлуқларниң хитай һөкүмитигә қарши зор көләмлик бирләшмә намайиши өткүзүлди.

Намайиш йетәкчилиридин бири болған, йеқинда японийә уйғур җәмийитиниң муавин рәиси болуп сайланған әхмәтҗан әпәнди зияритимизни қобул қилип, 12-июл күни японийә пайтәхти токйода өткүзүлгән бирләшмә намайиш һәққидә мәлумат бәрди.

Әхмәтҗан әпәндиниң билдүрүшичә, әсли бу намайиш “5-июл үрүмчи вәқәси” ни хатириләш үчүн японийә уйғур җәмийити тәрипидин пиланланған болсиму, әмма 5-июл күни токйо шәһиридә сайлам өткүзүлгини үчүн намайиш бир һәптә кечиктүрүлүп, 12-июл йәкшәнбә күни өткүзүлгән. Бу намайиш японийәдики хоңкоңлуқ паалийәтчиләр билән бирликтә елип берилған.

Әхмәтҗан әпәндиниң билдүрүшичә, йәкшәнбә күни өткүзүлгән бу намайишини японийәдики парламент әзалириму қоллиған. Намайиш җәрянида японийәдә уйғурлар паалийитини қоллиғучи сиясий әрбаблардин “японийә уйғур достлуқ гурупписи” ниң башлиқи, парламент әзаси нагау такаши әпәндиниң мәктупи билән хоңкоңлуқларни қоллиғучи парламент әзаси ямау ханимниң мәктупи оқуп өтүлгән.

Японийә уйғур җәмийитиниң йеңидин сайланған иҗраийә рәиси халмәт розахун әпәндиму 13-июл күни радийомиз зияритини қобул қилип, бу қетимқи намайишниң тәйярлиқ хизмити һәққидә мәлумат бәрди.

Халмәт әпәндиниң билдүрүшичә, 12-июлдики бирләшмә намайиш үчүн японийә уйғур җәмийитиниң тәшәббуси билән японийәдики хоңкоңлуқ паалийәтчиләрниң һәмкарлиқида бир ай илгирила “тәйярлиқ гурупписи” қурулған. Мәзкур гуруппиниң тәйярлиқи мәзгилидә уйғурларни йеқиндин қоллап кәлгән японийәлик сиясий паалийәтчиләр билән японийәдики тибәт вә тәйвәнлик паалийәтчиләрму қоллайдиғанлиқи вә намайишқа қатнишидиғанлиқини билдүргән.

Униң билдүрүшичә, 12-июлдики намайишқа японийә уйғур җәмийитиниң йеңидин сайланған рәиси абдукерим абдурахман, муавин рәиси әхмәтҗан летип йетәкчилик қилған. японийә уйғур җәмийитиниң сабиқ рәиси, нөвәттә мәзкур җәмийәтниң пәхрий рәиси сүпитидә җәмийәтниң паалийәтлиригә йеқиндин ярдәмдә болуватқан дуня уйғур қурултийиниң японийәдики вәкили илһам мәхмут әпәндиму бу қетимқи намайишни орунлаштурушта йеқиндин һәмкарлашқан.

Мәлум болушичә, 12-июл йәкшәнбә күни токйода өткүзүлгән уйғур вә хоңкоңлуқларниң бирләшмә намайиши корона вируси юқумидин мудапийә көрүш мәзгилидә японийәдә елип берилған зор көләмлик аммиви намайишларниң бири һесаблинидикән.

Японийә уйғур җәмийитиниң муавин рәиси әхмәтҗан әпәнди вә иҗраийә рәиси халмәт әпәндиләрниң билдүрүшичә, 12-июл күнидики бирләшмә намайишқа 350 тин 400 гә қәдәр киши қатнашқан. Намайишчилар сепиниң алдида шәрқий түркистан байриқи есилған көк рәңлик аптомобилда шәрқий түркистан марши, хоңкоң марши вә японийәниң дөләт марши аңлитилған. Андин бир минуттин тәкрар-тәкрар уйғур вә хоңкоң вәзийити һәққидә япон тилида авазлиқ аңлитиш елип берилған. 4. 5 Километирдин 5 километирдәк мусапини пиядә маңған намайишчилар шәрқий түркистанниң ай-юлтузлуқ көк байриқи, хоңкоң, тибәт, японийә вә америка байрақлирини көтүрүп, йол бойи хитай һөкүмитигә қарши шоарларни товлап маңған.

Уларниң билдүрүшичә, хитай һөкүмитигә қарши елип берилған уйғурлар вә хоңкоңлуқларни қоллаш намайиши икки күндин буян японийә таратқулирида диққәт қозғиған. 12-Июл йәкшәнбә күни японийә дөләтлик телевизийәси қатарлиқ бирқанчә муһим таратқуларниң мухбирлири намайиш мәйданиға келип, нәқ мәйдандин мәлумат бәргән.

Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.