Японийә фукий өлкилик машинисазлиқ санаәт бирләшмисидә уйғур вәзийити һәққидә доклат берилди

Мухбиримиз меһрибан
2019.11.13
Ilham-Mehmut-2019-02.jpg Дуня уйғур қурултийиниң японийәдики вәкили илһам мәхмут “японийә фукий өлкилик машинисазлиқ санаәт бирләшмиси” дә уйғур вәзийити һәққидә доклат бәрди. 2019-Йили 12-ноябир. Фукий, японийә.
Ilham Mahmut Teminligen.

12-Ноябир күни японийә фукий өлкилик машинисазлиқ санаәт бирләшмисиниң орунлаштурушида, дуня уйғур қурултийиниң японийәдики вәкили илһам мәхмут уйғур вәзийити һәққидә доклат берип, японийә карханилирини хитай билән болған сода һәмкарлиқида, уйғурлар вәзийитини сүрүштүрүшкә вә лагерлар билән һәмкарлиқи болған хитай ширкәтлири билән һәмкарлашмаслиққа чақирди.

Дуня уйғур қурултийиниң японийәдики вәкили, японийә уйғур җәмийитиниң мәсули илһам мәхмут әпәндиниң радийомизға билдүрүшичә, у 12-ноябир сәйшәнбә күни японийәниң “фукий өлкилик машинисазлиқ санаәт бирләшмиси” дә уйғур вәзийити һәққидә доклат беришкә орунлаштурулған.

Гоголдин тәкшүргән учурлардин мәлум болушичә, “фукий өлкилик машинисазлиқ санаәт бирләшмиси завут-фабрикилар үчүн ишлитилидиған истанок машинилири ишләпчиқиридиған вә мәхсус еғир санаәт билән шуғуллинидиған ширкәтләрниң бирләшмисидур.

Илһам мәхмут әпәнди өзиниң бу қетим “фукий өлкилик машинисазлиқ санаәт бирләшмиси” дә бәргән доклатида, японийәдики пахта мәһсулатлири ишләпчиқиридиған бир қисим даңлиқ ширкәтләрниң хитайниң уйғур дияридики лагерлардики уйғур қатарлиқ хәлқләрни әрзан әмгәк күчи қилип ишлитиш еһтимали болған хитай пахта ширкәтлири билән сода алақиси барлиқини оттуриға қойғанлиқини билдүрди.

Илһам мәхмут әпәндиниң билдүрүшичә у доклатида йәнә хитай билән сода алақиси қиливатқан японийә ширкәт-карханилирини лагерлар билән алақиси болған хитай ширкәтлири билән һәмкарлашмаслиққа чақирған.

Илһам мәхмут әпәндиниң билдүрүшичә, униң бу қетим “фукий өлкилик машинисазлиқ санаәт бирләшмиси” дә бәргән доклати йиғин қатнашчилириниң диққитини қозғиған. Униң доклатидин кейин бир қисим ширкәт мәсуллири униңға өзлириниң, хитайдики уйғурлар вәзийити һәққидә техиму ениқ конкрет мәлуматларға еришкәнликини билдүрүп, бундин кейинки хитай ширкәтлири билән болған сода алақисида өзлири билән һәмкарлашқан хитай ширкәтлириниң уйғур районидики лагерлар билән болған бағлинишини сүрүштә қилидиғанлиқини билдүргән.

Илһам мәхмут әпәндиниң билдүрүшичә, униң бу қетимқи доклати японийә баш министири шинзо абиниң йеқинда японийәдики ширкәт-карханиларниң вәкиллиридин тәркип тапқан өмәкни башлап хитайда зиярәттә болған вә хитай билән бәзи сода тохтамлирини түзгәндин кейинки мәзгилгә орунлаштурулған.

Илһам мәхмут әпәнди уйғурларға қаритилған бастуруш күчәйтилгән, милйонлиған уйғур лагерларға қамалған бүгүнкидәк сәзгүр бир вәзийәттики японийә-хитай мунасивити вә бу мунасивәттики уйғур мәсилиси һәққидә тохтилип, санаәт дөлити болған японийәниң һөкүмити вә хитай билән сода алақисида болуватқан японийә ширкәт-карханилириға уйғур мәсилисини аңлитишниң толиму зөрүрликини вә буниң үнүми болидиғанлиқини тәкитлиди.

Юқурқи аваз улинишидин программиниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.