Ғулҗада түрмидин чиққан яқуп һәсән һарпа күни, оғли билал яқуп һейт күни түгәп кәткән

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2022.05.19
Ғулҗада түрмидин чиққан яқуп һәсән һарпа күни, оғли билал яқуп һейт күни түгәп кәткән Түрмидин чиқип, рози һейтниң һарпа күни түгәп кәткән яқуп һәсән(ойда) вә рози һейт күни түгәп кәткән 20 яшлиқ оғли билал яқуп. 2022-Йили .
Oqurmen teminligen

Өткән һәптә иҗтимаий таратқулардин фейсбукта ғулҗада йүз бәргән дада-балиниң өлүм вәқәси һәққидә бир учур тарқалди. Учурда түрмидин чиққан тиҗарәтчи яқуп һәсәнниң рози һейтниң һарпа күни, униң 20 яшлиқ оғли билал яқупниң рози һейт күни түгәп кәткәнлики, бу ечинишлиқ вәқәниң ғулҗаниң һейт кәйпиятини техиму бурухтумлаштурғанлиқи баян қилинған. Мухбиримизниң ениқлашлири давамида, мәзкур дада-балиниң өлүм учуриниң тоғрилиқи айдиңлашти.

Хитайниң шунчә қаттиқ учур чәклимилири туруқлуқ, уйғур елида түрмә вә лагердин чиқип өлгәнләрниң учурлри изчил һалда тарқалмақта. Көпинчиси видийо яки рәсимлик бу учурларда, өлгүчиниң йешиниң техи 50 кә бармиғанлиқи, һәммисиниң дегүдәк оруқлап бир терә, бир устихан һаләткә келип қалғанлиқи байқилиду. Мана бу хил өлүм учурлиридин бири ғулҗа шәһиридики зәргәр яқуп һәсән вә оғли оғли билал яқуп һәққидидур.

Фейсбукта бу һәқтә тарқалған бир учурда дейилишичә, яқуп һәсән бу йил 43 яшта болуп, у түрмидин кесәл һаләттә чиқип, 20 күндин кейин, йәни роза һейтниң һарпа күни түгәп кәткән. Униң оғли билал яқуп бу йил 20 яшта болуп, һейит күни дадисиниң мейитини узитиватқанда һушидин кәткән вә шу саәттә һаятидин айрилған. Биз бу учурларниң тоғрилиқини айдиңлаштуруш үчүн, яқуп һәсән олтурушлуқ аһалиләр кометитиға телефон қилдуқ аһалиләрдин бири өз тәвәликидә түрмә вә лагердин чиқип түгәп кәткәнләрниң көпликини билдүргән болсиму, әмма кимликлири һәққидә мәлумат бәрмиди.

Яқуп һәсәнни йеқиндин тонуйдиған юртдашлиридин нөвәттә түркийәдә яшаватқан турсунҗан әпәнди, униң өлүми һәққидики учурларни фейсбуктин көргәндин кейин ғулҗаға телефон қилип, бу учурниң тоғрилиқини сүрүштә қилған. Униң тонушлири ишарәтлик баянлар билән бу учурниң тоғрилиқини дәлиллигән. Турсунҗанниң игилишичә, яқуп һәсән 2018‏-йили тутқун қилинған, бир йилдин кейин кесиветилип түрмигә ташланған. Бу йил роза һейттин 2-3 һәптә аввал еғир кесәл һаләттә қоюп берилип, һейтниң һарпа күни түгәп кәткән. Дейилишичә, һейт күни униң мейити узитиливатқанда, униң 20 яшлиқ оғли билал яқуп, бу мусибәтниң азабиға бәрдашлиқ берәлмигән вә мейитни дәпнә қилиш мәйданида һушидин кәткән пети һаятидин айрилған.

Яқуп һәсәнниң өзини ашкарилашни халимиған юртдашлиридин йәнә бириниң инкас қилишичә, яқуп һәсәнниң мейитини узитиш ишлирини шәһәрлик сақчи вә дөләт аманлиқ әтритидин башқа йәнә аптонум райондин чүшкән бир хизмәт гурупписиму назарәт қилған. Әнә шу гуруппидики хадимлардин бири яқуп һәсәнниң давалаш үнүм бәрмәй буниңдин 20 күнчә аввал, йәни роза һейтниң һарпа күни түгәп кәткәнликини дәлиллиди. У йәнә яқуп һәсәнниң өлүмидин бир күн кейин оғли билалниңму түгәп кәткәнликини ашкарилиди.

Мәлум болушичә, яқуп һәсән дуруст әхлақи вә хәйр-сахавәт ишлири билән ғулҗа шәһиридә тонулған кишиләрдин болуп, униң вә оғлиниң өлүми ғулҗадики аһалиләрниң һейт кәйпиятини техиму бурухтумлаштурған.

Ғулҗа шәһәр көнчи мәһәллидики бир аһалиләр кометитиниң хадими яқуп һәсәнниң төгәп кәткән күниниң әтиси оғлиниңму түгәп кәткәнликини ашкарлиди. У йәнә яқуп һәсәнниң өлүмидин бурун тутқунда икәнликини баян қилиш билән бирликтә, униң тутулуш сәвәблииридин бириниң намаз оқуш икәнликини билдүрди. Дейилишичә, яқуп һәсән тутулуштин аввал саламәтликидә һечқандақ мәсилә йоқ болуп, у түрмидә үч йил ятқандин кейин, орнидин туралмас һаләткә келип қалған. яқуп һәсәнниң уруқ-туғқанлири уни ғулҗа вә үрүмчидики дохтурханиларға апирип давалитип баққан болсиму, давалаш үнүм бәрмигән вә 43 йешида һаятидин айрилған. Оғлиму бу йил 20 яшта болуп, униң өлүмигә мусибәт азабидин башқа йәнә немиләрниң тәсир қилғанлиқи һазирчә мәлум әмәс.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.