Хитайға қарита җаза тәдбирлирини йолға қоюш тәшәббуслири давамлашмақта
2020.12.21
“берлинлиқлар гезити” ниң баян қилишичә, 18-декабир явропа парламентида өткүзүлгән хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан бастурушлири сәвәблик “хитайға вә кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири билән мунасивити болған хитай әмәлдарлириға җаза йүргүзүш” мәсилисини талаш-тартиш қилиш йиғинида явропа-хитай мунасивәтләр комитетиниң рәиси, парламент әзаси райинхард бүтикофер “мутләқ рәвиштә җазалаш керәк” дегән тәшәббусни оттуриға қойған.
Бир милйондин артуқ уйғур қатарлиқ мусулман милләтләрниң җаза лагерлирида еғир қисмәтләрни баштин көчүрүватқанлиқини тилға алған голландийә сотсиял демократлар партийәсиниң явропа парламентидики әзаси кати пири болса “явропа базарлирида әмди уйғурларниң қени билән боялған бирму кийимгә орун берилмәслики керәк” дегән. Силовакийә христиан демократлар партийәсиниң явропа парламентидики әзаси мириам лекисман хитайдики мәҗбурий әмгәк һәққидә тохталғанда “хитай хәлқара мәҗбурийәтлирини ада қилиши, азсанлиқ милләтләрниң кишилик һәқлиригә һөрмәт қилиши лазим” лиқини оттуриға қойған. Бәзи парламент әзалири һазирға қәдәр һеч пайдиси болмиған икки тәрәп оттурисидики кишилик һоқуқ диалогини, йәни “явропа иттипақи билән хитайниң алий дәриҗиликләр учришиши” ни әмәлдин қалдуруп, кишилик һоқуқ дәпсәндичилики билән алақиси болған хитай әмәлдарлириға җаза тәдбири қоллинишни тәшәббус қилишқан.
Мәлум болғинидәк, 8-декабир күни явропа иттипақи ташқи ишлар министирлиқи явропа иттипақиниң кишилик һоқуқ қануни болған “явропа магнитиский қануни” ни мақуллиғанда, бир қисим парламент әзалири бу қанунға бинаән җаза лагерлирини тәсис қилип уйғурларни бастурушта мәсулийити болған хитай әмәлдарлириға қарита җаза йүргүзүшни тәләп қилишқан. 17-Декабир явропа парламенти уйғурлар вә җаза лагерлириға мунасивәтлик 23 маддилиқ қарарни қобул қилғандиму, явропа парламентиниң йәнә бир бөлүң әзалири чен чүәнго башлиқ хитай әмәлдарлирини җазалаш тәшәббусида болғаниди. Д у қ муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәнди бу һәқтә тохталғанда, бу қанун вә қарарларниң алдимиздики күнләрдә явропа иттипақиға әза 27 дөләттә әмәлийлишшигә үмид билән қарайдиғанлиқини тилға алди.
Хитайға җаза йүргүзүш тәшәббуси әнглийәдиму барғансери күчәйгән. “алаһидә әһвал болмиса өзини көрсәтмәйдиған” британийә йәһудилириниң диний йетәкчиси ибраһим мирвис раббинәр алдинқи күни әнглийәдә нәшрдин чиқидиған йәһудийларниң “тәчләс” ( Techles) намлиқ һәптилик гезитидә обзор елан қилип “өзиниң хитайдики уйғур мусулманлириниң әһвали һәққидә сөзләшкә мәҗбур қалғанлиқини” әскәртип өткән. У сөзидә уйғурларниң җаза лагерлирида “мәҗбурий тутуп турулуш, пәрзәнтләрниң ата-анилиридин айрилип қорқутулуш вә тәһдиткә йолуқуш” тәк еғир қисмәтләргә дуч келиватқанлиқини, бу һадисиләрниң өзигә бундин 70 йил илгири йүз бәргән йәһудийларниң қисмәтлирини әсләткәнликини баян қилған. “тәчләс” гезитидә 21-декабир елан қилинған “британийә диний өлимаси уйғурлар үчүн сөз қилди” намлиқ бу обзорда тәкитлинишичә, ибраһим мирвис раббинәр хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан җинайәтлириниң җавабкарлиқни сүрүштүрүшни тәшәббус қилған һәмдә хитайниң “мәсулийәттин өзини қачуралмайдиғанлиқи”, хәлқара җамаәтниң уйғурлар үчүн һәрикәткә өтүши, ғәрб дөләтлириниң хитайни җазалиши лазимлиқини мураҗиәт қилған.
Америка хитайни җазалаш үчүн әмәлий тәдбирләрни йолға қоюватқан, ғәрб дөләтлиридә хитайни җазалаш тоғрисидики садалар барғансери күчийиватқан бир чағда, мусулман дөләтлириниң йәнила сүкүттә турувелишиниң ечинарлиқ бир һадисә болуватқанлиқини тилға алған германийәдики уйғур зиялийси абдушүкүр һаҗим мутләқ көп қисим мусулман дөләтлириниң һакимийәт түзүлмисиниң хитайға охшашла мустәбитлик асасиға қурулғанлиқини илгири сүрди.
Германийәдә нәшрдин чиқидиған “сүрәтләр” гезитиниң 19-декабир елан қилған “хитай бизниң һалимизни мәсхирә қилмақта” намлиқ мақалида баян қилишичә, германийә әркин демократлар партийәсиниң парламенттики вәкили, иқтисадий һәмкарлиқ вә тәрәққият комитетиниң рәиси олаф ин дәр бәк мәзкур гезитниң зияритини қобул қилғанда, өзиниң һөкүмәттин хитай билән болған мунасивәттә пәқәт муһит асраш келишимлиринила сақлап қелип, башқа барлиқ иқтисадий һәмкарлиқларни бикар қилишни җиддий тәләп қилғанлиқини тилға алған.
Парламент әзаси олафниң бундақ тәшәббусни оттуриға қоюшиға сәвәб болған амилларниң бири, хитайниң корона вирусини тарқитип, һазирға қәдәр 1 милйон 500 миң инсанниң өлүмигә сәвәб болған җавабкарлиқини сүрүштүрүш болса, иккинчиси, хитайниң уйғурларға селиватқан зулумлири, хоңкоңдики зораванлиқи һәм тәйвәнгә қарита тәһдитлиригә кәскин инкас билдүрүш зөрүрийити болған. Униң билдүрүшичә, германийә вә ғәрб дуняси корона вабаси билән күрәш қиливатқан бу күнләрдә, хитай һеч иш болмиғандәк өзиниң тавар експортини давамлаштуруп кәлмәктә икән.
Мақалида мунулар тилға елиниду: “хитай һакимийитиниң корона вирусиниң әҗәллик мәхпийәтликини йошурушиға, хоңкоңдики демократик һәрикәтләрни бастурушиға, милйонлиған уйғурларни җаза лагерлириға қамап тутуп турушиға, тәйвән демократик җумһурийитигә уруш қозғаймән дәп тәһдит селишлириға қаримай германийә күнсери күчийиватқан бу сериқ әҗдиһани чәкләш йолида һечқандақ бир тәдбир қолланмиди “.
Германийә әркин демократлар партийәсиниң тәрәққият мутәхәссиси санилидиған олафниң билдүрүшичә, германийә банкиси хитайни машинисазлиқ техникиси, машина запчаслири, доригәрлик қатарлиқ 40 тин артуқ саһәләрдә тәрбийәләш үчүн 500 милйон явро қәрз билән тәминлигән болуп, хитайдәк мустәбит бир дөләткә иқтисадий җәһәттин ярдәмдә болуш тамамән хата икән. У сөзидә “германийә билән хитайниң тәрәққият һәмкарлиқи барғансери тарихниң мәсхирисигә учримақта” дегән шундақла хитайға бәргән 500 милйон явро қәрзни өсүми билән қошуп дәрһал қайтурувелишни тәкитлигән.
Олаф йәнә “биз германийәдә иҗтимаий җәмийәтниң уюшуш күчини илгири сүрүшни тәшәббус қиливатқан бир чағда, хитай хәлқ җумһурийити милйонлап уйғурларни лагерларға солиди, хоңкоң хәлқиниң әркинликни қолға кәлтүрүш күрәшлирини бастурди вә кишилик һоқуқни дәпсәндә қилди. Демәк, бу йәрдә хитайға қарита җиддий бир һәрикәт қоллинишқа еһтияҗ бар” дегән.