Лондондики йәһудий җәмийити уйғурлар тоғрисида йиғин чақирди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2019.05.13
rehime-xanim-london-yehudiy.jpg Лондондики йәһудий кишилик һоқуқ тәшкилатлиридин бири болған “рәне кассин” кишилик һоқуқ тәшкилати чақирған уйғурлар тоғрисидики йиғиндин көрүнүш. 2019-Йили 9-май.
RFA/Erkin Tarim

9-Апрел күни әнгилийәниң пайтәхти лондондики йәһудий кишилик һоқуқ тәшкилатлиридин бири болған “рәне кассин” кишилик һоқуқ тәшкилатиниң залида уйғурлар тоғрисида өткүзүлгән паалийәткә дөләт әрбаблири, журналистлар, язғучилар, охшимиған дин вә милләтләрдин кишиләр иштирак қилған. Йиғинда лондон университети африқа вә шәрқшунаслиқ институти профессори рачел харис ханим билән лондондики уйғур зиялийси рәһимә махмут ханим сөзлигән.

Биз мәзкур йиғин тоғрисида техиму тәпсилий мәлумат игиләш үчүн йиғинни уюштуруш пикрини оттуриға қойған “җевиш невс”, йәни “йәһудий хәвәрлири” блогиниң язғучиси амй волфсон ханим билән телефон сөһбити елип бардуқ. У, бу һәқтә мәлумат берип мундақ деди: “мән бултур язда әдриан зенз әпәндиниң лондонда бәргән бир доклатини аңлап, интайин биарам болған идим. Чүнки 2-дуня уруши мәзгилидә бизниңму нурғун уруқ-туғқанлиримизни лагерларға солиған. Биз буни қайта йүз бәрмисә дәп ойлиған идуқ. Әмма дуняда қирғинчилиқлар йәнә болуп турди. Һазир хитайниң уйғурларға елип бериватқан сияситини аңлиса кишиниң йүрикини парә-парә қилиду. Мәшһур йәһудий мутәпәккур рабай тасон мундақ дегән: ‛бир вәзипини баштин ахир өзүң орундишиң шәрт әмәс, әмма бир вәзипидә өзүңниң вәзиписини ада қилмаслиқ, уму сениң әркинликиң әмәс. Биз йәһудий миллити, биз уйғурлардин йирақта дәп бу вәзипидин қачсақ болмайду. Һәммимиз инсан болғачқа қолимиздин кәлгән бир ишни қилишимиз керәк. Мана мушу ой-пикир мениң мушу паалийәтни уюштурушимға түрткә болди. Паалийәткә 60 әтрапида сәрхил қатнашти, бундин кейин немиләрни қилиш тоғрисида муһим тәклип пикирләр оттуриға қоюлди”.

Телефон зияритимизни қобул қилған уйғур зиялийси рәһимә махмут ханим, йиғинда өзиниңму сөзлигәнликини, сөзидә нуқтилиқ һалда өзиниң бешидин өткән вә җаза лагерлиридин чиққан кишиләр билән елип барған учришишларда көргәнлирини аңлатқанлиқини баян қилди.

Рәһимә махмут ханим йеқинда бир телевизийә мухбириға тәрҗиман болуп истанбулға келип, җаза лагерида йетип чиққан бәзи кишиләр билән сөһбәт елип барған. Униң ейтишичә, у бу ечинишлиқ вәқәләрни аңлап кесәл болуп йетип қалған. У, лондондики йиғинда буниму тәсирлик қилип сөзлигән.

Йиғинда лондон университети африқа вә шәрқшунаслиқ институти профессори рачел харис ханимму сөзлигән болуп, у, сөзидә хитайниң уйғур мәдәнийәт-сәнитини йоқ қилиш сиясити елип бериватқанлиқини мисаллар билән аңлатқан.

Йиғин ахирида йиғинға кәлгән кишиләр йиғинда сөзлигәнләргә муһим соалларни сориған, рәһимә махмут ханим бу һәқтә тохталди.

Һазир мусулманларниң муқәддәс рамзан ейи давамлашмақта. Ғәйрий мусулман хәлқләр уйғурларға көңүл болуватқан, уйғурлар үчүн паалийәтләр елип бериватқан бундақ бир пәйттә мусулман дөләтлири немә үчүн сүкүттә турувалиду? лондонда йәһудий тәшкилати өткүзгән паалийәткиму иштирак қилған, лондон уйғур җәмийити башқуруш һәйити әзаси керәм заһир ғарим әпәнди буниң 2 сәвәби барлиқини илгири сүрди.

Йеқиндин буян әнгилийәниң пайтәхти лондонда арқа-арқидин уйғурлар һәққидә паалийәтләр өткүзүлмәктә. Мутәхәссисләр буниң, йеқин кәлгүсидә уйғур мәсилисиниң әнглийә сияситидә орун алидиғанлиқиниң бешарити икәнликини илгири сүрмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.