Д у қ уйғурларни йәкән “елишқу қирғинчилиқи” ни хатириләшкә чақирди
2022.07.21

Хитай һакимийитиниң 2014-йили 7-айниң 28-күни йәкәнниң елишқу йезисини мәркәз қилған һалда елип барған қирғинчилиқиниң 8-йиллиқи хатирә күни йеқинлап кәлмәктә. Бу мунасивәт билән дуня уйғур қурултийи 21-июл күни баянат елан қилип, уйғурларни өзлири турушлуқ дөләтләрдә кәң көләмдә наразилиқ намайишлири, елишқу қирғинчилиқида һаятидин айрилип қалған шеһитларни хатириләш паалийәтлири вә ахбарат, баянат елан қилиш йиғинлири уюштурушқа, бу арқилиқ мустәбит хитай һакимийитиниң уйғурларни асас қилған йәрлик хәлқләргә йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқини қайта дуня җамаәтчиликиниң сәмигә селишқа чақирди.
Мәзкур баянат һәққидә зияритимизни қобул қилған д у қ ниң рәиси долқун әйса әпәнди мундақ деди: “әмәлийәт вә һәқиқәт шуни толуқ испатлидики, мустәбит коммунист хитай һакимийитиниң 2014-йили 7-айниң 28-күни йәкән найиһәисиниң елишқу йезисини мәркәз қилған һалда елип барған рәһимсизләрчә қирғинчилиқи, шәрқий түркистанниң һазирқи заман тарихида ‛5-июл үрүмчи қирғинчилиқи‚дин кейинки уйғурлар дуч кәлгән әң зор сиясий қирғинчилиқларниң биридур. Шуңа шәрқий түркистан хәлқи һәм дуня җамаәтчилики тәрипидин һәр йили хитай һакимийитиниң қанхорлуқи вә залимлиқиниң испати вә дәлили сүпитидә хатирилинип кәлмәктә. Биз дуня уйғур қурултийи болуш сүпитимиз билән дуняниң һәр қайси җайлиридики шәрқий түркистан тәшкилатлири вә барлиқ уйғурларни йәкән елишқу қирғинчилиқини хатириләп намайишиға охшаш бир йүрүш паалийәтләрни өткүзүш арқилиқ хитайға наразилиқ билдүрүшкә чақиримиз”.
Д у қ ниң муавин рәиси пәрһат муһәммәди әпәнди муһаҗирәттики шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлириниң һәр йили йәкән елишқу қирғинчилиқи тоғрисида паалийәт елип бериватқанлиқини, бу йил өткән йилдикидин көпрәк түрләрдә паалийәт елип берилидиғанлиқини, муһаҗирәттики уйғурларниң актип қатниши керәкликини баян қилди.
Әнқәрәдики уйғур тәтқиқат институтиниң мудири, истратегийә мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәнди “йәкән елишқу қирғинчилиқи” ниң хитайниң уйғурларға елип бериватқан ирқий қирғинчилиқиниң типик дәлил-испати икәнликини, буни хатириләшниң әһмийитини үч нуқтиға ихчамлашқа болидиғанлиқини оттуриға қойди.
Мәлум болушичә, муқәддәс роза һейтниң биринчи күни, йәни, 2014-йили 7-айниң 28-күни йәкәнниң елишқу йезисида йүз бәргән уйғурларниң хитай һакимийитиниң диний вә миллий бастуруш сияситигә наразилиқ билдүрүши хитай һакимийитиниң қораллиқ күчлири тәрипидин бастурулуп көп санда адәм қирғин қилинған вә вәқәдин кейин нәччә күнләп кәң көләмдә тутқун қилиш елип берилғаниди.