Истанбулдики “шәрқий түркистан йеңи әвлад һәрикити” җәмийити өзиниң 2019-йиллиқ хизмәтлирини хуласилиди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2020.02.04
SHT-Yengi-Nesil-Herikiti-2020-02.jpg Истанбулда өткүзүлгән “шәрқий түркистан йеңи нәсил һәрикити” ниң 2019-йиллиқ хизмәт доклати йиғидин бир көрүнүш. 2020-Йили 1-феврал. Истанбул түркийә.
RFA/Arslan

2-Айниң 1-күни, мәркизи истанбулға җайлашқан, өзини “шәрқий түркистан йеңи әвлад һәрикити” дәп атиған йеңи әвлад уйғур яшлириниң тәшкилати 2019-йиллиқ хизмәт-паалийәтлирини хуласиләш йиғини өткүзди.

Йиғинға мәзкур җәмийәтниң идарә һәйити вә әзалиридин болуп, 100 дин артуқ яш қатнашти. Йиғинда алди билән “шәрқий түркистан йеңи әвлад һәрикити” ниң рәиси доктор абдусалам тәклимакан ечилиш сөзи сөзләп, бу қетимқи йиғинниң асасий мәқсити вә әһмийити тоғрисида тохталди. 

Мәзкур җәмийәт түркийәдики уйғур яшлирини, йәни йеңи әвладларни уюштурушни мәқсәт қилған аммиви җәмийәттур. 

Доктор абдусалам тәклимакан “шәрқий түркистан йеңи әвлад һәрикити” җәмийитини қисқичә тонуштуруп өтти. Униң билдүрүшичә, бу тәшкилат бир қанчә бөлүм бойичә хизмәт елип бериватқан болуп, буниң ичидә тәшвиқат вә иҗтимаий алақә бөлүмлири уйғурларни мәсилисини түркийә вә ислам дунясиға тонуштуруш, тәшкилат вә партийәләр билән алақә орнитиш, чәтәлликләр үчүн йиғин орунлаштуруп, уйғурлар мәсилиси тоғрисида лексийә бериш хизмәтлирини елип бармақтикән. 

Йиғинға қатнашқан шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики рәиси һидайәтулла оғузхан сөз қилип, яшлардин күтидиған үмид-арзулирини баян қилиш билән биргә уйғур яшлириниң “шәрқий түркистан дәвасиниң кәлгүси из басарлири вә үмид нурлири икәнлики” ни тәкитлиди.

Һидайәтулла оғузхан, уйғур яшлириниң бәк көп мәсулийити барлиқини, буниң бири өгиниш, йәни өзини тәрбийәләш билән биргә шәрқий түркистан мәсилисини хәлқләргә аңлитиш вә хәлқара сәһнидә уйғурларға вәкиллик қилип дава үчүн хизмәт қилиштин ибарәт икәнликини билдүрди. 

Йиғинда йәнә уйғур тәтқиқатчи абдурахман җамал әпәнди сөз қилип, яшларниң мәсулийити тоғрисида тохталди. 

Уйғурлардин һал сораш вә уйғурларниң әһвалидин хәвәр тепиш мәқситидә канададин истанбулға кәлгән, канада федератсийә һөкүмити тәрипидин тизимға елинған “хәлқара инсаний ярдәм” (Human Concern International) намидики тәшкилатиниң мәсуллиридин абдурахман һүсәйин вә һәсән әлбади қатарлиқ кишиләрму бу йиғинға қатнишип, уйғурлар тоғрисида сөз қилди вә уйғурларни маддий һәм мәниви җәһәтләрдин қоллайдиғанлиқини билдүрди. 

Һәсән әлбади әпәнди уйғур мәсилисиниң һазир дуняниң диққитини җәлп қиливатқанлиқи вә буниң канададиму кишиләрниң диққитини тартиватқан бир мәсилә икәнликини, нурғунлиған мәшһур шәхсләрниң бу тоғрисида сөзләватқанлиқини, шу сәвәбтин өзлириниң уйғурларға ярдәм бериш вә қоллаш үчүн истанбулға кәлгәнликини билдүрди.

Йиғинда “шәрқий түркистан йеңи әвлад һәрикити” җәмийитиниң идарә һәйәт әзалиридин абдулла арман сөз қилип, тәшкилатниң қурулғандин буянқи икки йил җәрянида қолға кәлгән нәтиҗиләр вә учриған тосалғуларни баян қилип өтти. 

Абдулланиң билдүрүшичә, “шәрқий түркистан йеңи әвлад һәрикити” җәмийити қурулған икки йилдин буян өз әзалирини гуруппиларға бөлүп, һәр хил хизмәт елип барған, тәшкилатни тәртипкә селиш, кәсипләштүрүш, идарә һәйәт әзалириниң хусусий вә иҗтимаий җәһәттики сапасини вә қабилийитини өстүрүш қатарлиқ түрлүк паалийәтләрни елип барған. Мәзкур тәшкилат йәнә уйғурлар мәсилиси тоғрисида йиғин ечиш, намайиш уюштуруш, тәшвиқат вариқи тарқитиш, түркийәдә ечилған бир қисим йиғинларға қатнишип уйғурлар мәсилиси тоғрисида доклат бериш қатарлиқ паалийәтләр елип барған.

Бу җәмийәт 2019-йили уйғур мәсилисини түрк хәлқигә аңлитиш мәқситидә 70 тин артуқ йиғин, мурасим вә намайиш қатарлиқ һәр хил паалийәтләрни уюштурған.

Игилинишичә, “шәрқий түркистан йеңи әвлад һәрикити”, истанбулниң һәр қайси университетлирида оқуватқан яки оқуш пүттүргән бир гуруппа яшлар тәрипидин 2017-йили истанбулда қурулған вә истанбул валий мәһкимиси тәрипидин рәсмий тизимға елинип тәстиқланған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.